Тәклимаканни қучақлап: мәрһум күрәш көсәнниң һаятидин әслимиләр - 15

Ихтиярий мухбиримиз айгүл йүсүф
2013.10.12
kuresh-kosen-rabiye-qadir-305.png Мәрһум күрәш көсән рабийә қадир ханим билән биллә (2005-йил июл)
RFA/Qutlan

2003 - Йили яздин таки 2006 - йили кәчкүзгичә болған 3 йил мәрһум күрәш көсәнниң муһаҗирәт һаятидики әң мәзмунлуқ йиллар болди. Вәтән үчүн соққан йүрики уни бир күнму арамиға қоймиди. У һаятиниң әң ахирқи йиллирида тинимсиз ишлиди, издәнди, вәтән ишқи билән суғурулған ялқунлуқ нахша - музикиларни иҗат қилди, шуниң билән биргә шиветсийә уйғурлириниң бирликкә кәлгән тәшкилати - шиветсийә уйғур комитетини қуруп чиқти.

Униң өзгичә тәмгә вә қоюқ миллий пураққа игә нахша - музикилири мәдәнийәтләр чеграсини бөсүп өтүп скандинавийә әллиридики хәлқләрниң яқтуруп аңлишиға сазавәр болди. У бир тәрәптин өзи йетәкчилик қилған шиветсийә уйғур комитетиниң түрлүк паалийәтлири арқилиқ уйғурларниң вәтән дәвасини аңлатса, йәнә бир тәрәптин өзиниң сәнәт таланти арқилиқ шиветсийәдә наһайити тезла көзгә көрүнүп уйғур хәлқини һәм тонутти.

Мәрһум күрәш көсәнниң иш-излири шиветсийә гезитлиридә тонуштурулди
Мәрһум күрәш көсәнниң иш-излири шиветсийә гезитлиридә тонуштурулди

Һалбуки, тәқдир күрәш көсәнниң аилисигә күлүп бақмиди. Униң чәтәлдики сәрсан һаятта дуняға кәлгән, һечқандақ дөләт тәвәлики болмиған оғли билән шиветсийәдә җәм болуш җәряни қанчилик мүшкүлатларға толған болса, тәқдирниң аччиқ чақчиқи түпәйли атлантик окянниң икки тәрипигә айрилип кәткән сиңлиси мунәввәр ханим билән җәм болушиму шунчилик қийинға тохтиди. Бу һал таки 2006 - йили күрәш көсән вапат болуштин бирқанчә ай бурунқи вақитқа қәдәр давамлашти. Бу җәрянда мунәввәр ханим күрәш көсәнниң чәтәлдики бирдин - бир туғқини һәм көйүмчан қериндиши болуш сүпити билән акисиға роһий һәмраһ болуп кәлди.

Ундақта, деңиз долқунидәк давалғуп турған ашу йилларда һаятиниң әң ахирқи сәһиписини вәтән ишқи билән толдурған мәрһум күрәш көсән һәққидә сиңлиси мунәввәр ханим немиләрни әсләйду!? бу тәпсилатларға қизиқсиңиз программимизниң 15 - қисмиға қулақ салғайсиз.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.