“яқ!” дәңлар


2013.09.21


Ялмап вәтәнни мәқсәтлик ишик қаққанға яқ дәңлар,
Сизип һалимни һәсрәтлик күлүп баққанға яқ дәңлар,
Чаяндур ким “ хизир йәңлиғ” келип чаққанға яқ дәңлар,
Сийирлардин йирақ пәрқим, сийрип сағқанға яқ дәңлар,
Нә әпсус бағрини “ дост” дәп йерип яққанға яқ дәңлар.


Қәдирләнсәм йетәр әсли бисатим вәзнигә лайиқ,
Қазалмай өтти көп өмрүм җаваһир хәзинигә лайиқ,
Еғир күлпәттидур җисмим арандур нәзмигә лайиқ,
Көңүллүк чағлирим кәтти, әмәсмән бәзмигә лайиқ,
Кетип турсун нава издәп бәдәр чапқанға яқ дәңлар.


Езилгән хәстә дилларға әзәлдинла туташтур дил,
Үзүлмәс аңа риштәм уруп -чәйләп терәмни шил,
Ирадәм сулмиқи мүшкүл вә яки йәргә йәксан қил,
Йәнә һәм мәйли зарлансам ул тәқлиддә нурғун йил,
Зулумдин зари- зар қақшап ғурур сатқанға яқ дәңлар.


Талапәт йәп қуруқ сүлһи-салаға кәтти көп вәслим,
Шамалдарип сүрәлмәй бих баһарсиз өтти төт пәслим,
Йенимда әмди һечким йоқ яралғандәк бүгүн әслим,
Десәм һәргиз күлүшмәңлар, ямандур болғунум тәслим,
Болай дәп дост ялап юнда талап қачқанға яқ дәңлар.


Зуван сүрсәм селип қоқақ арамимни бузармиш һим,
Бешимға урсиму тоқмақ туруп турмақ зөрүрмиш җим,
Аңа қандақ көнәй әмди күрәшчан турса әҗдадим,
Мени ютмақ болғинидин һәм хәвәрсиз қалмисун һечким,
Һодуқмастин асарәткә чапан япқанға яқ дәңлар.


Демәк һардим чепип һәрян әмәлгә ашмиди һеч иш,
Һәқиқәткә юмулди көз, яманлар яқлинип яз - қиш,
Наданлар дәстидин үркүп, мөкүп турмақчимән тип -тинч,
Җакарлаңлар йоқалди дәп җаһанда бир йоли тәшвиш,
Ирән қилмай күтүп һөрлүк чүшәп ятқанға яқ дәңлар.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.