Америкиниң мудапиә истратегийиси вә хитай

Мәркизи түркийиниң әнқәрә шәһиригә җайлашқан, истратегийилик чүшәнчиләр институтиниң рәсмий тор бетидә, “америкиниң мудапиә истратегийиси вә хитай” темисида бир парчә мақалә елан қилинди.
Ихтиярий мухбиримиз арслан
2012.01.18
amerika-xitay-istrategiyisi-rrkin-ekrem-305.jpg Истратегийилик чүшәнчиләр институтиниң мутәхәссиси доктор әркин әкрәм. 2012-Йили январ, түркийә.
RFA/Arslan

Бу мақалини Истратегийилик чүшәнчиләр институтиниң мутәхәссиси доктор әркин әкрәм язған.

Доктор әркин әкрәм мақалисини мундақ башлиған: 2012‏-йилиниң тунҗи һәптисидә америка дөләт рәиси барак обама, йеңи һәрбий истратегийисини елан қилди. 2012‏-Йили 1‏-айниң 5-күни президент обама, америка мудапиә министири лион панетта, америка генерали мартен депсий вә башқа алий дәриҗилик һәрбий әмәлдарлар билән пентагонда өткүзүлгән ахбарат елан қилиш йиғинида, америкиниң йеңи һәрбий истратегийисини елан қилди.

Президент обама сөзиниң бешида, америка һәрбий күчлириниң һазирқи йәршари вәзийитидә америкиниң әркинлик вә бихәтәрликини қоғдайдиған әң тақәтлик күч икәнликини вә бу күчниң һәрбий тәлим -тәрбийә, башчилиқ қабилийити һәм қорал -ярақ саһәсидә дунядики әң заманиви һәм заманиви қоралға игә икәнликини билдүрди.

Мақалидә илгири сүрүлүшичә, америка асия-тинч окяндики мәвҗутлуқини күчләндүриду. Хамчотниң кемәйтилиши муһим саһәләрдики күчини аҗизлаштурғанлиқ һесабланмайду. Америка шималий атлантик әһди окян тәшкилати қатарлиқ иттипақдашлири билән һәмкарлиқни күчәйтиду.

Әркин әкрәм бу мақалисидә америка-хитай мунасивәтлири вә америкиниң асия-тинч окян райони сиясити шуниңдәк хитай мутәхәссислириниң америкиниң йеңи һәрбий истратегийиси һәққидики қарашлири һәққидики өз көз қарашлирини оттуриға қойиду.

Тәпсилатини юқиридики аваз улинишидин аңлаң.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.