Пәйзиватта йүз бәргән 27 - авғуст қизил буя вәқәси һәққидә тәпсилий мәлумат
Мухбиримиз шөһрәт һошур хәвири
2008.08.28
2008.08.28
Сақчи: " қолидики пичақтики қан юқуни көрүп қачтим ..."
Һуҗумчилар пичақ билән 2 сақчини өлтүргән, 4 нәпирини яриландурған, қалған сақчилар қечип кәткән. Әнә шу нәқмәйдандин қачқан сақчилардин бири вәқәни төвәндикидәк тәпсили баян қилиду.Әслидә бу күнки тәкшүрүш һәрикити, 12 - авғуст күни йеңишәһәр наһийисиниң яман яр йезисида йүз бәргән делони паш қилиш үчүн елип берилған.
Пәйзиват наһийилик сақчи идарисиниң башлиқиниң ашкарилишичә, 12 - авғуст күни яман яр вәқәси йүз берип 3 нәпәр аманлиқ хадими намәлум кишиләр тәрипидин боғузлап өлтүрүлгәндин кейин, қәшқәр сақчи даирилири яман ярға қошна болған пәйзиватниң миша вә қизил буя йезисини нуқтилиқ тәкшүрүш обйекти қилған.
Пәйзиват сақчи идариси алди билән наһийидики талип яшларни тизимлиған вә буларниң ичидики турақсиз яшаватқан йәни пәйзиват сиртидики җайларға берип келип туриватқан талип яшларни нуқтилиқ тәкшүргән. Тәкшүрүш нәтиҗисидә абдурейим әһәт қатарлиқ йәттә киши арисида тәшкилий алақә барлиқини байқиған вә уларниң нопуслири тизимланған җайда йоқлуқини байқиған.
Буниңға асасән бу йәттә кишини яман яр вәқәсиниң гумандарлири қилип бекиткән вә улар үстидин тутуш буйруқи чиқарған. Тутуш буйруқи чиқирилған гумандарлар: абдурейим әһәт, қейим бавудун, имам һәсән, һәсән һошур вә абдусалам султан қатарлиқлар болуп, уларниң чоңи 36 яш, кичики 24 яш икән.
Сақчи башлиғи: " һуҗумчилар қечип кәтти, давамлиқ издәватимиз"
Сақчилар тәкшүрүш җәрянида йәнә бу йәттә кишилик гуруппини миша йезисидики анаргүл мутәллип исимлик қизниң йошуриватқан болуши мумкинликини пәрәз қилған. Сақчилар анаргүлни издәп миша йезисиға барған вә аниси амангулдин әһвал игилигән.Анаргүлниң қизил буя йезисиға той қилип кәткинини уққан сақчилар, қизил буя йезисиға барғанда униң чөп оруш үчүн қонақлиқ етизиға кәткәнликини уққан. Бу учурға асасән қонақлиқта тәкшүрүш елип барғанда мәзкур вәқә йүз бәргән.
Пәйзиват сақчи идариси қонақлиқта вәқә гумандарлирини әмәс, пәқәт гумандарларға ярдәм қилди дәп пәрәз қилған анаргүлни издимәкчи болғини үчүн қоралсиз сақчиларни әвәткән. Вәқәдин кейин қораллиқ қисим һәрикәткә өткән болсиму гумандарларни тутушқа үлгүрмигән.
Қизил буя сақчи понкитидики бир сақчиниң билдүрүшичә, бу понкитта 21 сақчи болуп, улардин 20 си уйғур бир нәпири хитай, уларда пәқәт иккила қорал бар икән.
Йәрлик аһалә: " вәқәләргә сәвәп болуватқан һөкүмәтниң бесими"
Пәйзиват сақчи башлиқиниң билдүрүшичә, нөвәттә сақчи, әскәр болуп 500 киши җиддий һәрикәттә, улар пәйзиватниң қизил буя вә миша йезисидики етиз - ериқ вә өй - маканларни җиддий ахтурмақта.Сақчи башлиқиниң билдүрүшичә, пәйзиватта икки һәптидин бери "гиләм тазилаш" намидики өй ахтуруш елип барған. Ахтуруштин һазирға қәдәр әмәлий нәтиҗә чиқмиған.
Нөвәттә сақчи даирилири яман яр вәқәсиниң гумандарлирини тутушта, хәлқниң сақчиларға маслишип бәрмәйватқанлиқидин, әксичә гумандарларни йошуруп келиватқанлиқидин шикайәт қилмақта.
Пәйзиват аһалиси бу вәқәләрни пәқәт уйғурларға қарита бесимниң күчлүклүкидин пәйда болғанлиқини баян қилмақта.