Японийидә "японийә хитайниң аптономийиси болиду" намлиқ китаб нәшр қилинди
2010.12.16

Мәзкур китаб японийә җәмийитидә қаттиқ ғулғула қозғиған болуп, мәзкур китабниң аптори таданобу бандоу әпәнди японийә қораллиқ сақчи қисмида вәзипә өтигән вә узун муддәт токйо җамаәт хәвпсизлик назаритидә хитай тили тәрҗимани болуп ишлигән. У илгири -ахир болуп японийидә хитай көчмәнлири садир қилған 1400 делони бир тәрәп қилишқа қатнашқан.
Китабниң аптори һазирму чәтәлликләрниң җинайәт садир қилиш ишлирини бир тәрәп қилишқа қатнишиватқан, атақлиқ хитай тили тәрҗиманидур.
Униң әсиридә японийигә көчүп келиватқан хитай көчмәнлири тоғрисидики илмий асаста оттуриға қоюлған мәсилиләр, пакитлар вә шундақла һакимийәт бешидики һазирқи һөкүмәтниң хитайға тутқан юмшақ қол сиясити қатарлиқ мәсилиләр үстидә йүргүзүлгән мулаһизиләр бар болуп, бу япон җәмийитидә бәлгилик тәсир пәйда қилған.
Китабниң аптори япон һөкүмити әгәр хитайға юмшақ қол сиясәт елип барса, японийиниң хитайниң аптономийисигә айлинип қалидиғанлиқини илгири сүрсә, бәзи мутәхәссисләр японларниң тарихта һечбир вақит мустәмликә болуп бақмиғанлиқини, буниңдин кейинму башқа милләтләрниң мустәмликиси болмайдиғанлиқини илгири сүргән. Биз бу китаб һәққидә толуқ мәлумат елиш үчүн японийә кагошима хәлқара университетиниң хадими доктор һаҗи қутлуқ қадири әпәнди билән телефон сөһбити елип бардуқ.