“йипәк йоли вә уйғурлар” дегән темида юмилақ үстәл йиғини истанбулда ечилди

Ихтиярий мухбиримиз арслан
2019.01.30
Share on WhatsApp
Share on WhatsApp
yipek-yoli-we-uyghurlar-erkin-ekrem.jpg Мәркизи әнқәрәгә җайлашқан уйғур тәтқиқат институтиниң уюштуруши билән ечилған 2-нөвәтлик “йипәк йоли вә уйғурлар” темида юмилақ үстәл йиғинида мәзкур институтиниң рәиси доктор әркин әкрәм риясәтчилик қилди. 2019-Йили 27-январ, түркийә.
RFA/Arslan

Уйғур вәзийитиниң кәскинлишишигә әгишип түркийәдики һәр қайси саһәдики тәтқиқатчилар, зиялийлар вә аммиви тәшкилатларниң рәһбәрлири чиқиш йоли издәп, һәр хил йиғин, музакирә вә пикирлишиш елип бармақта.

Мәркизи әнқәрәгә җайлашқан уйғур тәтқиқат институтиниң уюштуруши билән 27-январ йәкшәнбә күни истанбулда, 2-нөвәтлик “йипәк йоли вә уйғурлар” темида юмилақ үстәл йиғини ечилди.

Бу йиғинға шәрқий түркистан тәшкилатлар бирлики рәиси һидайәтулла оғузхан, шәрқий түркистан өлималар бирлики мәсуллиридин абдуләхәд учқун, һәбибулла күсәни, тәклимакан уйғур нәшриятиниң мудири абдуҗелил туран, уйғур академийәси рәиси доктор алимҗан инайәт, иҗраийә рәиси абдулмәһит қарахан, әйса йүсүп алиптекин вәхпи мәсуллиридин пәрһат қурбан тәңритағли қатарлиқ кишиләр вә уйғур тәтқиқат институтиниң хадимлири иштирак қилди.

Йиғинға уйғур тәтқиқат институтиниң рәиси доктор әркин әкрәм риясәтчилик қилди. Йиғинда уйғурларниң нөвәттики әһвали, дуч келиватқан қийинчилиқ мәсилиләр, хитайниң йипәк йоли пилани, хәлқара вәзийәт вә уйғурларниң кәлгүси тоғрисида музакирә елип берилди.

26-27-январ күнлири йәнә истанбулда уйғур тәтқиқат институтиниң уюштуруши билән мақалә йезиш вә тәтқиқат елип беришниң методлири тоғрисида лексийә бериш йиғини өткүзүлди. Бу йиғинда доктор әркин әкрәм, профессор алимҗан инайәт қатарлиқ бир қанчә тәтқиқатчи мутәхәссисләр лексийә бәрди.

Доктор әркин әкрәмниң билдүрүшичә бу йиғинға университет пүттүргән яки, магистирлиқ яки докторлуқ оқуватқан алий мәктәп оқуғучилиридин 30 ға йеқин киши қатнашқан.

Зияритимизни қобул қилған доктор әркин әкрәм бу йиғинни уюштуруштики асасий мәқсәт тоғрисида тохталди.

Йиғинға қатнашқан профессор алимҗан инайәт зияритимизни қобул қилип пикир баян қилди.

Доктор пәрһат қурбан тәңритағли бу йиғинда оттуриға қоюлған мәзмунлардин муһим нуқтиларни йиғинчақлап пикир баян қилди.

Уйғур тәтқиқат институти әнқәрәдики уйғур зиялийлири тәрипидин 2018-йили қурулған болуп, бу институт уйғурлар тоғрисида доклат һазирлаш, тор бетидә уйғурлар һәққидә мақалә елан қилиш вә илмий муһакимә йиғини уюштуруш паалийәтлири билән шуғулланмақта.

Көп көрүлгән хәвәрләр
Вәзийәт- мулаһизә
xi-jinping-putin-2023.jpg
Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.