Һәрбий мутәхәссис: байда гумандарлар арисидики ана, балилар отчачарда өлгән болуши мумкин

Мухбиримиз шөһрәт һошур
2015.11.26
qehriman-ghojamberdi-ana-til-305.jpg Дуня уйғур қурултийиниң қазақистанда турушлуқ вәкили, оттура асиядики тонулған сиясәтшунас қәһриман ғуҗамбәрди. 2015-Йили июн, қазақистан.
RFA/Azad

Хитай хәлқ “азадлиқ армийә гезити” бай көмүркан һуҗумчилириниң йоқитилғанлиқи һәққидики хәвиридә, гумандарларниң отчачарда өлтүрүлгәнликини хәвәр мавзусида баян қилған болсиму, әмма хәвәрниң тәпсилатида отчачар қоллинилғандин кейин 10 нәччә гумандарниң өңкүрдин пичақлиқ һалда етилип чиққанлиқи вә уларниң етип өлтүрүлгәнлики тилға елинған.

Йәни хәвәрдин 28 гумандарниң 10 нәччисиниңла оқта өлгәнлики, қалғанлириниң болса отчачар зәрбисидин өңкүрдә өлгәнлики мәлум.

Бу һәқтә тәһлил йүргүзгән һәрбий мутәхәссис, сабиқ совет иттипақи армийисиниң полковники қәһриман ғоҗамбәрди әпәнди, отчачар зәрбисидә өңкүрдин чиқалмай өлгәнләрниң, гумандарлар арисидики анилар вә балилар икәнлики, өңкүрдин қечип чиқип қаршилиқ көрсәткәнләрниң болса әрләр икәнлики пәризини оттуриға қойди.

У мулаһизисиниң ахирида, отчачар қоллинишниң хәлқарада чәкләнгәнликини әскәртип, уйғур тәшкилатлирини хитайниң гумандарларға қарита иҗра қилған бу коллектип қирғинчилиқи үстидин алақидар хәлқара органларға әрз қилишқа дәвәт қилди.

Юқиридики улиништин мухбиримизниң һәрбий мутәхәссис қәһриман ғоҗамбәрди билән бу һәқтә өткүзгән сөһбитини аңлайсиләр.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.