Диний зиялийлар: хитай уйғурларни бастурушта сүрийә һөкүмитидин илһам алди

Photo: RFA
Явропа әллиридә яшаватқан диний зиялийлар нөвәттики дуня вәзийитидин уйғур ели вәзийитигә баһа берип, хитай һөкүмитиниң уйғурларни башқурушта чекидин ашқан усулларни қоллиниватқанлиқини, бастуруш көлимини техиму кеңәйткәнликини, хитайниң бу хил җүрәтләрни сүрийә қатарлиқ дөләтләрдә болуватқан қанлиқ бастурушлардин еливатқанлиқини илгири сүрүшти.