Тайланд мәтбуатлирида уйғурлар һәққидә хәвәрләр көпәйгән
2015.08.27

2015-Йили 17-авғуст тайландниң баңкок шәһиридики партлитиш һуҗуми кәлтүрүп чиқарған ақивити һәққидә дуняниң һәрқайси җайлиридики тәшвиқат васитилиридә бәс-муназирә қилинғандәк, голландийәниң дөләт телевизийиси NS тиму, мәзкур вәқәгә алақидар хәвәр елан қилинди вә партлитиш вәқәсиниң гумандариға мунасивәтлик пикирләр диққәтни чәкти.
Әйни чағда вәқә йүз берип 2 саәттин кейин мухбирларға инкас бәргән тайландтики мәсуллардин бәзилири гумандарниң уйғур болуш еһтимали барлиқини билдүргән болсиму, бир қанчә күндин кейин бу гуманниң асаси аҗиз дәп қаралғанлиқи мәлум болған иди.
Түркийә мәтбуатлиридики мәнбәләрдә тайланд даирилири мәзкур партлитиш гумандариниң камерада көрүнгән қияпитидин из қоғлаш нәтиҗисидә, гумандарниң түрк паспортлуқ киши икәнлики, паспортиниң сахта болуш мумкинлики, алдинқи айда 109 уйғур тайландтин хитайға қайтуруп берилгән күни истанбулдики тайланд консулханисиниң һуҗумға учриғанлиқиға асасән, 17-авғуст тайландниң баңкок шәһиридики партлитиш һуҗуминиң уйғурлар тәрипидин елип берилған өч елиш һәрикитиниң давами болуш еһтималлиқи тәхмин қилинған мулаһизиләр тарқалди.
Мәзкур вәқәдә 22 адәм өлүп 120 адәмниң яриланғанлиқи мәлум. Әмма, һазирғичә һечқандақ бир гуруппа я бу партлитиш һәрикитини үстигә алмиди вә яки һечбир гуман, тәхмин вә көз қарашлар йетәрлик испат билән дәлилләнмиди.
Һазир тайланд паалийәт елип бериватқан японийәдә турушлуқ кишилик һоқуқ паалийәтчиси илһам мәхмут әпәнди баңкоктики бу партлитиш һәрикитиниң тайландики уйғурларға қандақ тәсир көрситидиғанлиқи вә тайланд даирилириниң бу мәсилә сәвәблик уйғурларға қандақ қараватқанлиқи һәққидә зияритимизни қобул қилип, вәқәгә мунасивәтлик билидиғанлирини радио аңлиғучилиримиз билән ортақлашти.
Илһам мәхмут әпәнди баңкоктики партлитиш вәқәсидин кейин, тайландтики хәвәр васитилириниң тәклипи билән 20-авғуст тайландқа йетип кәлгәнликини ейтип, түрлүк саһәләрниң мухбирлири билән уйғурларға алақидар көрүшүшләрдә болуватқанлиқини билдүрди.
Униң билдүрүшичә, тайланд тәшвиқат васитилиридиму 17-авғуст партлаш вәқәсигә алақидар гумандарниң кимлики тоғрилиқ тайландтики анализчиларниң пәрқлиқ көз қарашлири тәң мәвҗут икән.
Униң ейтишичә, өткән ай 109 уйғурниң хитайға қайтуруп берилиши вә 17-авғуст баңкоктики партлитиш вәқәсидә дәсләптә уйғурларниңму “гуманлиқ кишиләр” категорийәсигә киргүзүлгәнлики сәвәблик, нөвәттә тайланд мәтбуатлирида уйғурларға алақидар хәвәрләрму һәр күни дегүдәк берилмәктә икән.
У йәнә һазир тайландтики вәқәгә мунасивәтлик зиядә сәзгүрлүк сәвәбидин, тайландта тутуп турулуватқан уйғурлар һәққидә еғиз ечишму қулайсиз болуватқанлиқини һес қилғанлиқини билдүрди вә һазирға қәдәр тайланд түрмилиридә тутуп турулуватқан уйғурларниң мәсилисини һәл қилиш үчүн тайландтики адвокатлар бирләшмиси, хәлқара кишилик һоқуқ тәшкилатлири вә хәйрлик ишлар вәхпи қатарлиқ органлар билән узун муддәт зич һәмкарлишишқа тоғра келидиғанлиқини тәкитлиди.