Алматада түрк дуняси тәтқиқати илмий муһакимә йиғини өткүзүлди
2015.05.27

20-Майдин 22-майғичә алмата шәһиригә җайлашқан қазақ дөләт қизлар педагогика университетида 2-нөвәтлик түрк дуняси тәтқиқатлири илмий муһакимә йиғини болуп өтти.
Униңға қазақистан, түркийә, а қ ш, хитай, корейә, голландийә, сербийә, мустәқил дөләтләр һәмкарлиқи мәмликәтлиридин болуп 500 дин ошуқ вәкил қатнашти. Униңға шундақла түркийәниң қазақистандики баш консули сүбһи атан, түркийәниң нийде университети мудири аднан горур, ақмулла намидики башқурт дөләт педагогика университети мудириниң орунбасари гүлназ шафикова, түркий хәлқләр мәдәний фондиниң президенти әхмәт дағдуран, байтурсиноф намидики тилшунаслиқ институтиниң мудири мирзаберген малбақоф, башқиму қазақистанлиқ вә чәтәл алий оқуш орунлириниң рәһбәрлири, көрнәклик алимлар иштирак қилди.
Қазақ дөләт қизлар педагогика университети, нийде университети вә ақмулла намидики башқурт дөләт педагогика университетиниң уюштуруши билән өткән мәзкур илмий муһакимә йиғинида түркий хәлқләр бойичә асасий җәһәттин тоққуз мәсилә, шу җүмлидин түркий филологийәсиниң муһим мәсилилири, хәлқара дәриҗидики билим йөнилишлири, түркийшунаслиқниң түркүмләштүрүш мәсилилири, елипбә мәсилилири вә башқилар муһакимә қилинди.
Радиомиз зияритини қобул қилған филологийә пәнлириниң намзати халминәм мәсимова бу һәқтә өз қарашлирини оттуриға қойди.