Әнқәрә вә истанбулдики уйғурлар норуз байрими өткүзүп, өз миллий әнәнисини намаян қилди
2019.03.25
Уйғурлар 3-айниң 23-күни түркийәниң әнқәрә шәһиридә, 24-күни болса түркийәниң истанбул шәһиридә пүткүл түркий милләтләрниң әнәниви норуз байримини қутлуқлиди.
Бу паалийәтләргә уйғур ата-анилар пәрзәнтлирини елип келип актип қатнашқандин сирт йәнә әнқәрә, истанбул вә бу шәһәрләргә йеқин шәһәрләрдә оқуватқан уйғур оқуғучиларму актип қатнашти. Әнқәрәдә чүштин кейин саәт иккидә “көңүлләрдә бирлик вәхпи” ниң залида өткүзүлгән паалийәттә уйғурларниң әнәниви норуз байримида көрситилидиған сәнәт номурлири, “самса йеқиш ойини”, “тухум соқуштуруш ойини” вә “маһарәт көрситиш паалийити” гә охшаш номурлар орундалди. Паалийәткә гази университетида магистирлиқ унвани үчүн оқуватқан мәхмутҗан риясәтчилик қилди. Йиғинда түркийәдә шеир декламатсийә қилип даң чиқарған мүҗаһит қәшқири “уйғурум” дегән шеирни декламатсийә қилип бәрди.
Арқидин уйғур оқуғучи муһсин “вәтән һәсрити” мавзулуқ шеирни декламатсийә қилип бәрди.
Әнқәрәдә 30 әтрапида уйғур аилиси бар болуп, буларниң көпи дөләт идарилиридә ишләйду. Бу уйғурлар бала-чақилириға ана тилини, өрп вә адәтлирини, әнәниви миллий байрамлирини өгитишкә алаһидә әһмийәт бәрмәктә.
24-Март күни мәркизи истанбулдики уйғур академийәсиниң уюштуруши билән истанбулдиму норуз паалийити өткүзүлгән. Истанбулдики “түрк оҗақлири” тәшкилатиниң йиғин залида өткүзүлгән паалийәткә истанбулдики уйғурлар иштирак қилған болуп, уйғур академийәси муавин рәиси доктор мәғпирәт камал ханим билән уйғур академийәси баш катипи доктор пәрһат қурбан тәңритағли әпәнди норузниң тарихи, уйғур мәдәнийитидики орни һәққидә доклат бәргән. Доктор пәрһат қурбан тәңритағли әпәнди телефон зияритимизни қобул қилип бу һәқтә тохталди.
Бу паалийәттә уйғур балилар норуз паалийити үчүн мәхсус долан усули тәйярлап көрсәткән.