Тәйвән, япон ахбаратчилири токйода уйғур мәсилилири бойичә мәхсус сөһбәт елип барди
2016.05.26

25-Май токйода “тәйбей вақти” гезити вә японийә дөләтлик телевизийәси айрим-айрим һалда уйғур мәсилилири бойичә мәхсус сөһбәт елип барди.
Японийәдә зиярәттә болуватқан дуня уйғур қурултийи рәһбәрлиридин рабийә қадир ханим муавин рәиси сейит түмтүрк қатарлиқлар тәйвәндин чиқидиған “тәйбей вақти” гезити вә японийә дөләтлик телевизийә қанили NHK ниң мәхсус сөһбитидә болған.
Тәйвән “тәйбей вақти” гезити мухбири мейки чяң шу йәр вақти чүштин кейин саәт бәштин алтигә қәдәр токйодики кинду меһмансарийиниң айримханисида дуня уйғур қурултийи рәиси рабийә қадир ханим билән нөвәттики уйғур елиниң йеқиндин буянқи омумий әһвали тоғрисида сөһбәт елип барған.
Зияритимизни қобул қилған рабийә қадир ханим мухбир мейки чяң билән елип берилған сөһбәт һәққидә мәлумат бәрди.
Тәйвән мухбир мейки чяң рабийә қадир ханимниң йеқинда һакимийәт бешиға чиққан тәйвән президенти сәй йиңвен ханимдин уйғур мәсилиси һәққидә немиләрни күтидиғанлиқини сориғанда, рабийә қадир ханим президент сәй йиңвенниң уйғур кишилик һоқуқ мәсилисигә йеқиндин көңүл бөлүшини үмид қилидиғанлиқини билдүргән.
Игилишимизчә, шу күни йәнә японийә дөләтлик телевизийә қанили NHK ниң мухбирлири рабийә қадир ханимға һәмраһ болуп японийәдә зиярәттә болуватқан дуня уйғур қурултийи муавин рәиси сейит түмтүрк билән нөвәттики уйғур мусапирлар мәсилиси тоғрисида йеңидин һөҗҗәтлик филим ишләшни пикирләшкән.
Сейит түмтүрк зияритимизни қобул қилип бу һәқтә тохталди.
Сейит түмтүркниң билдүрүшичә, мәзкур телевизийә қанили 2014-йилдин башлап тайланд, малайшия қатарлиқ шәрқий җәнуби асия әллиридә панаһлинип, кейин түркийәниң қәйсәри шәһиригә келип йәрләшкән уйғур мусапирлар һәққидә мәхсус һөҗҗәтлик филим ишлигән.
Дуня уйғур қурултийи муавин рәиси сейит түмтүркниң қаришичә, японийә NHK телевизийә қанилиниң уйғур мусапирлар мәсилиси тоғрисида мәхсус филим ишлиши нөвәттики уйғур мусапирлар мәсилисини дуняға аңлитиш вә хәлқара җәмийәтниң қоллишини қолға кәлтүрүштә бәлгилик рол ойнайдикән.
Японийә дөләтлик телевизийәси NHK қанили японийәдики нопузлуқ қаналлардин бири болуп, мәзкур қанал муһаҗирәттики тибәт, уйғур кишилик һоқуқ паалийәтчилиридин далай лама, рабийә қадир ханим қатарлиқлар биләнму илгири көплигән сөһбәт программиси филимлирини ишлигән.
Юқириқи аваз улинишидин тәпсилатини аңлаң.