Уйғур яшлар хитайниң бесим сиясәтлири һәққидә шикайәт қилди
Ихтиярий мухбиримиз еһсан
2015.04.29
2015.04.29
Биз йеқинда уйғур дияридин чәтәлгә чиқип, мәлум бир дөләттә оқуватқан, исмини ашкарилашни халимиған бир уйғур оқуғучи билән, хитай даирилириниң уйғур диярида елип бериватқан бесим сиясити вә уйғур яшларниң бу һәқтики көз қарашлирини, инкасини билиш мәқситидә сөһбәт елип бардуқ.
Зияритимизни қобул қилған бу яш, хитай даирилириниң уйғур диярида елип бериватқан қанунсиз сиясәтлири вә тутқун қилиши, уйғур яшларниң ишқа орунлишиш вә яшаш муһитиниң тарийиш әһваллири һәмдә хитайниң уйғурларни йоқ қилиштәк сиясий мәқсәтлирини ашкарилиди.