Хитайниң “тилла дәрихи” гә айландурулған тоғрақлиқлар

Стокһолмдин обзорчимиз нәвбаһар тәйярлиди
2024.10.27
toghraq-xoten-keriye-1024 Керийә наһийәсидики тоғрақлиқ. 2022-Йили күз, керийә
xjyt.gov.cn

Тоғрақ кәм учрайдиған дәрәхләрдин болуп, материялларда көрситилишичә, тарим вадисидики тоғрақлиқ көлими пүтүн дунядики тоғрақлиқ көлиминиң 60 пирсәнтини игиләйдикән. Тәклимакан тоғрақлири тилға елинғанда кишиләр алди билән тоғрақниң қум барханлирини йерип чиққан қәйсәр вә баш әгмәс роһини әсләйду. Хәлқ ичидә ‛‛тоғрақ қәйсәр дәрәх, тик туруп миң йил, йиқилип миң йил, йәр астида миң йил яшайду‚‚ дегән сөзләрниң тарқилишиму тоғрақниң уйғур хәлқиниң маддий вә мәниви еңидин чоңқур орун алғанлиқиниң бир дәлилидур.

Көзитишимизчә, хитай һөкүмити уйғур елидә “тоғрақ байрими” намида түрлүк байрамларни оттуриға чиқирип, байрам тәшвиқатлирини кәң қанат яйдурмақта. Хитай тәшвиқатлирида, бу хил байрамларниң саяһәтчиләрни җәлп қилип, хитай өлкилири билән уйғур ели оттурисидики сода вә иқтисадий тәрәққиятни илгири сүрүпла қалмай, йәнә “җуңхуа миллити ортақ гәвдиси” еңини мустәһкәмләштиму муһим рол ойнайдиғанлиқи тәкитләнмәктә.

Хитай һөкүмити тарим ойманлиқини өз ичигә алған қәшқәр, шаяр, лоп наһийәси қатарлиқ бир қисим районларда “тоғрақ мәдәнийәт байрими” намида түрлүк паалийәтләрни өткүзүп кәлгәниди. “хитай күндилик гезити” ториниң 21-өктәбирдики хәвиридә, бу йилму маралбеши, поскам наһийәлиридә “15-қетимлиқ алтун тоғрақ мәдәнийәт саяһити байрими” вә қәшқәр шәһиридә “5-қетимлиқ қәшқәр йипәк йоли мәдәнийәт тоғрақ байрими” өткүзүлүватқанлиқи хәвәр қилинған.

Дәрвәқә миңлиған хитай саяһәтчиләр бу қетимқи байрамға қатнишиш үчүн кәлгән болуп, тәклимакан қумлуқи вә тарим дәряси әтрапидики бостанлиқларда өскән тоғрақлиқларниң күз пәслидики алтун рәңгә киргән аҗайип җуласидин бәһр алған. Хәвәрләрдә “тоғрақ мәдәнийәт бағчиси” намида бәрпа қилинған иптидаий тоғрақлиқларда машина вә мотосиклит билән кезиш, чедир тикиш қатарлиқ 30 нәччә хил паалийәт орунлаштурулуп, зор иқтисадий пайда яратқанлиқи хәвәр қилинған. Бу байрамға йәнә шаңхәй шәһиридин сәнәтчиләр вә рәссамлар тәклип билән қатнашқан. Паалийәт җәрянида хитай әнәниви музикилири вә сәнәт номурлири көрситилип, хитай мәдәнийити дағдуғилиқ тәшвиқ қилинған.

“5-нөвәтлик шинҗаң қәшқәр йипәк йоли мәдәнийити тоғрақ байрими вә йәкән наһийәси муқам консерти” ниң ечилиш мурасими көрүнүши. 2024-Йили 19-өктәбир, йәкән
“5-нөвәтлик шинҗаң қәшқәр йипәк йоли мәдәнийити тоғрақ байрими вә йәкән наһийәси муқам консерти” ниң ечилиш мурасими көрүнүши. 2024-Йили 19-өктәбир, йәкән
altxw.com

Көрүвелишқа болидуки, хитай һөкүмити уйғур елидики тәбиий тоғрақ орманлирини хитайниң саяһәтчилик кәспини тәрәққий қилдуруш вә иқтисадий үнүм яритиш сияситиниң қорали сүпитидә, тәклимакан әтрапидики бипаян тоғрақлиқларни “тилла төкүлидиған дәрәх” кә айландуруш пиланини соқмақта.

Хитайларниң тоғрақ дәрихигә болған һәвиси вә қизиқиши хитай сулалилири дәвридила шәкилләнгән дәп қарашқа болиду. Әйни вақитта хитайлар өзлири билән чеградаш земинларда яшиған бүгүнки уйғурларниң етник тәркибигә тәвә болған һонлар, шийәнбейлар вә дилар қатарлиқ чарвичи милләтләрни “хулар” яки “хузлар” дәп атиған болуп, тарихтики “хулар” ниң йемәк-ичмәк, кийим-кечәк вә музика-уссул мәдәнийәтлириниң оттура түзләңликкә тәсир көрсәткәнлики мәлум. Буларниң ичидә тоғрақму әзәлдин хитайлар үчүн наһайити сирлиқ билинип кәлгән болуп, бу сәвәбтин тоғрақни хитай тилида та бүгүнгичә “хуларниң терәк дәрихи” мәнисини билдүридиған “ху яң” ºúÑî сөзи билән атап кәлгән.

Һалбуки хитайлар әлмисақтин бери тәлпүнгән вә илкигә елишни көңлигә пүкүп кәлгән тәклимакандики ашу қоюқ тоғрақлиқларниң көп қисми, хитай компартийәсиниң уйғур елигә йетип келиш қәдими билән тәң, хитай ишләпчиқириш-қурулуш биңтүәниниң игидарчилиқиға өткүзүвелинди. Хитай тәшвиқатлирида даим “тоғрақтәк йилтиз тартиш” дәйдиған сөз көп учрайдиған болуп, хитай көчмәнлириниң уйғур земиниға йәрлишишидә ваз кәчмәстин, қәйсәрлик билән мустәмликә қәдимини тезләштүрүштәк сияситини әң образлиқ түрдә ипадиләп бәргән.

Биңтүән әскәрлириниң хитай көчмәнлирини йөткәш қурулуши үчүн нормидин артуқ боз йәр ечиш, су мәнбәлирини қалаймиқан ечиш қатарлиқ екологийәлик тәңпуңлуқни бузуш қилмишлири нәтиҗисидә, тоғрақлиқлар қуруп кетиш вә мәҗбурий кесилиштәк бузғунчилиқларға учрап, көлимиму шиддәт билән тарийип кәткәниди.

Алтун рәңгә киргән тоғрақлиқ. 2023-Йили 14-өктәбир, йопурға
Алтун рәңгә киргән тоғрақлиқ. 2023-Йили 14-өктәбир, йопурға
ts.cn

Әсирләр бойи қәд көтүрүп кәлгән тоғрақ орманлири тарихта қитәни қитәгә, маканни маканға, көңүлни көңүлгә улиғучи қанчилиған әлчиләр вә сәйяһларни тәклимаканниң қум-боранлиридин қоғдап һимайисигә елип кәлгән иди. Тәклимакан тоғрақлири 19-әсирниң ахири вә 20-әсирниң башлирида тәклимакан әтрапидики қәдимий изларни тәкшүрүш-тәтқиқатта болған бир қисим ғәрблик сәйяһларда чоңқур тәсиратларни қалдурған болуп, уларниң хатирилиридин орун алған. Шиветсийәлик експедитсийәчи свен һедин Sven Hedin тарим дәряси еқинидики сәпәрлиридә тоғрақ яғичидин ясалған кемиләргә олтуруп, талай қетим қомушлуқлар вә тоғрақлиқлардин кесип өткән вә аләмшумул байқашларни дуняға җакарлиған иди.

Свен һединниң тарим вә лопнур районлирида топлиған йәр-җай намлири арисида, “тоғрақ” сөзини өз ичигә алған “баш тоғрақ”, “тоғрақ булақ”, “тоғрақлиқ көл”, “қара тоғрақ”, “тоғрақ төпә” қатарлиқ йәр намлири учрайду. Булардин башқа ават райониға тәвә ‛‛әхтәм бузурукгаһ‚‚, ‛‛сәрдар гүмбизи‚‚ қатарлиқ җайлардин, кичик мүрән қәдимий қәбристанлиқидин, чәрчәндики зағунлуқтин, нийә харабиликидин, шундақла лопнур әтрапидики җайлардин тоғрақ яғичида ясалған турмуш лазимәтликлири, өй җаһазлири вә тоғрақ қовзиқидин ясалғанлиқи испатланған қәғәз парчилири қезивелинған. Қәдимий қәбристанлиқлардин қезивелинған буюмлар ичидә тоғрақ яғичидин ясалған әң қәдимки чалғу әсваб ғоңға байқалған болуп, 2700 йиллиқ тарихи билән дуня җеннис рекорти қамусиға киргүзүлгән.

Тоғрақ уйғур хәлқигә нисбәтән қатнаш қорали вә турмуш буюми болуштин башқа, уйғурларниң етиқад-әқидилири, той-төкүн, дәпнә мурасимлири вә өрп-адәтлириниң шәкиллинишигиму тәсир көрсәткән дәп ейталаймиз. Лопнур хәлқиниң тойлуқ селиш адитидә тоғрақ яғичидин ясалған йәрлик тилда “капан” дәп аталған қолвақ муһим тойлуқ һесаблиниду. Қум дәря вадисидин тепилған қәдимий қәбриләрдә лопнур хәлқиниң җәсәтни кичик қолвақларға селип дәпнә қилиш адити әкс әткән болуп, бу хил адәт шималий явропадики бир қисим җайлардиму көрүлгән адәт иди.

Хитайниң биңтүән қурулушлири вә йеқинқи замандики хитай коммунистик партийәси баш секретари ши җинпиңниң уйғур елигә қаратқан мустәмликичилик вә ассимилятсийә сиясити астида, тоғрақлиқлар уйғур елиниң тәбиий байлиқлириға охшашла хитайларниң талан-тараҗ қилишиға вә суйиистемал қилишиға учримақта.

Хитай һөкүмитиниң тоғрақ мәнзириси саяһәтчиликини тәрәққий қилдуруши улар җар селиватқандәк иқтисадий қиммәт яритиш үчүн болған болса, тоғрақлиқ районлиридики уйғурларға қанчилик иқтисадий

Мәнпәәт елип келәлиди?

Әмәлийәттә хитай һөкүмитиниң хәлқара әһдинамиләргә хилап һалда дәря бойи йезисиға охшаш уйғурларниң қәдимий юртлирини қәдәммуқәдәм йоқитип, уйғурларни өзиниң ана юртлиридин вә әслидики тирикчилик игиликидин мәһрум қалдуруши нәтиҗисидә уйғурларниң тоғраққа бағланған ишләпчиқириш һаяти вә мәниви етиқадлириму бузғунчилиққа учримақта.

Хитай мәнбәлиригә көрә 1995-йили тарим дәрясиниң үстүнки вә оттура тоғрақ ормининиң көлими 1950-йилларниң бешидики 6 милйон модин һазирқи 3 милйон 600 миң моға, төвән еқинидики 810 миң модин һазирқи 110 миң моға чүшүп қалған, шундақла йилиға 50 миң модин қуруп кетиватмақта. Әпсуски қуруп кетиватқан тоғрақларниң налисиму хитай һөкүмитиниң тоймас нәпсини тохтиталмиди. Хитай хәвәрлиридин қариғанда хитай ширкәтлири тоғрақтин өй җаһазлири, әсваблар, қәғәз қатарлиқларни ясашни пиланлаштин башқа йәнә тоғрақ орманлири бағчилирини техиму көпәйтип, саяһәтчиләрниң санини ашурушни пиланлимақта икән. Демәкки, тарим вадисидики қәдимий тоғрақлиқлар хитай һөкүмити үчүн иқтисадий кирим яритидиған байлиққа айландурулмақта.

[Әскәртиш: мәзкур обзордики қарашлар апторниң өзигә тәвә болуп, радийомизға вәкиллик қилмайду]

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.