Мәсут ақгүл: “хитай дөлити хата қиливатқанлиқини балдуррақ чүшинип йетиши керәк”
2013.07.18
Рамзан ейи моллуқ, бәрикәт ейи. Бу айда мусулман дөләтлири, җүмлидин түркийәниң һәр дәриҗилик рәһбәрлири, сиясий партийиләр, аммиви тәшкилатлар, карханичилар вә һәр саһәниң уюшмилири иптар зияпәтлири берип дуа тилавәт қилиду.
16-Июл күни әнқәрәниң әң чоң районлиридин бири болған мамақ районлуқ һөкүмәт башлиқи мәсут ақгүл әпәнди түркийә вә чәтәл мухбирлириға иптар зияпити бәрди. Бу зияпәткә әркин асия радиосиниң мухбири болуш сүпитимиз билән алаһидә тәклип бойичә қатнаштуқ. Иптар зияпитиниң ечилиш нутқини қилған районлуқ һөкүмәт рәиси мәсут ақгүл әпәнди рамзан ейида бесим астида яшаватқан мусулманлар тоғрисида тохтилип, хитайниң бесим сияситигә тайинип бу мәсилини һәл қилалмайдиғанлиқини, бу хаталиқини балдуррақ чүшинип йетиши керәкликини алаһидә тәкитлиди. Бу зияпәткә радио, телевизийә, гезит вә журналларниң мухбирлиридин болуп 100 әтрапида киши қатнашти.
Түркийәниң пайтәхти әнқәрәниң әң чоң районлиридин бири болған мамақ райониниң мәсули мәсут ақгүл әпәнди мухбирларни қарши елиш нутқи сөзләп мундақ деди:
Һәр йили болғинидәк бу йилму мухбирлар билән бирликтә иптар тамиқи йейишкә аллаһ несип қилғанлиқи үчүн аллаһқа шүкүр дәймән. Бу иптарға кәлгәнликиңлар үчүн пүтүн ахбарат хадимлириға рәһмәт ейтимән. Өткән йили рамзан ейида иптар зияпитидә бир йәргә җәм болған идуқ. Бир йил өтти, өткән бир йил җәрянида биз қилған хизмәтләрни кәң хәлқ аммисиға силәр ахбарат хадимлири йәткүздүңлар. Бу мунасивәт билән мамақ райониниң мәсули болуш сүпитим билән силәр мухбирларға көп рәһмәт ейтимән.
У сөзидә бүгүн муқәддәс рамзан ейида дуняниң һәрқайси җайлирида зулум астида яшаватқан мусулманларниң барлиқини баян қилип, уйғурларни алаһидә тилға елип мундақ деди:
Дуняниң һәрқайси җайлирида залим диктаторларниң бесими астида яшаватқан һәм түрк һәмдә мусулман қериндашлиримиз бар. Сүрийә, мисир, шәрқий түркистандики вәзийәт әнә шундақ. Биз күчимиз йәтсә иқтисади җәһәттин, күчимиз йәтмисә дуалиримиз билән уларға ярдәм қилишқа тиришиватимиз. Биз қирим, косова қатарлиқ җайлардики бәзи районлар билән қериндаш район болдуқ. Уларға иқтисади җәһәттинму ярдәм бериватимиз. Биз оттура асия түркий җумһурийәтлиридики бәзи шәһәр, районлар биләнму алақимизни күчәйтишкә тиришиватимиз. Түркийә күчләнсә түркийә сиртидики қериндашлиримизға ярдәм қилалайду. Шуңа биз бу мәқсәт билән пүтүн күчимиз билән хизмәт қиливатимиз. Тәрәққий қилған күчлүк бир түркийә диктатор дөләтләрниң қериндашлиримизға қиливатқан зулумини тосувалалайду.
Униң нутқи ахирлашқандин кейин, рамзан ейида хитай һөкүмити уйғурларниң рози тутушиға рухсәт қилмайватиду? диний бесим барғансери күчийиватиду? сиз буниңға қандақ қарайсиз? дегән соалимизға, у растинила хитайниң уйғурларға елип бериватқан бесиминиң күчәйгәнликини, әмма һечқандақ бир дөләтниң бесим билән мәсилисини һәл қилалмайдиғанлиқини баян қилип мундақ деди:
Бесим сиясити билән һечқандақ дөләт мәсилисини һәл қилалмайду. Ахири бир күн хитай дөлитиму буни чүшинип йетиду, әмма хитайниң қисқа вақит ичидә буни чүшинип йетишини үмид қилимән. Хитайдәк көп милләттин тәркиб тапқан дөләтләрдә милләтләрниң диний етиқадиға өрп вә адәтлиригә һөрмәт қилиши керәк. Шундақ қилғанда күчлүк дөләт болалайду. Шәрқий түркистанда мәйданға келиватқан вәқәләр уйғурларниң бешиға келиватқан мусибәтләр бизни чоңқур қайғуға ғәрқ қилмақта.
Әнқәрә мамақ районлуқ һөкүмәтниң мәсули мәсут ақгүл әпәнди сөзидә йәнә, шәрқий түркистан дәвасини қоллап қуввәтләйдиғанлиқини бир қанчә қетим тәкитләп өтти вә уйғурларға дуа қилди.
Әнқәрәдики мухбирларға бәргән иптар зияпити ахирлашқандин кейин мухбирларға совғат тарқитилди.