Атақлиқ америка хитайшунаси хитайға тақабил туруш зөрүрлүкини тәкитлиди
2018.05.09

Америкидики тонулған хитай ишлири тәтқиқатчиси елизабет економий ханим “ташқи ишлар” журнили тор бетидә хитай дөләт рәиси ши җинпиң вә униң мәзгилидики хитай интайин тәпсилий чүшәндүрүлгән бир зор көләмлик мақалә елан қилди. У мақалисигә “хитайниң йеңи инқилаби - ши җинпиң ханиданлиқи” дәп мавзу қойған. У мақалисиниң баш қисмида алди билән ши җинпиң мәзгилидә йүз бәргән өзгиришләр һәққидә тохталған.
Елизабет економий ханимниң қаришичә, ши җинпиң һакимийәткә чиқип узун өтмәйла өзиниң һакимийитини мустәһкәмләш үчүн наһайити тез һәрикәткә өткән вә өзиниң сиясий рәқиблирини йоқатқан. У өзи билән бирликтә хитай компартийәсиниму күчләндүргән. Мәсилән, илгири дөләт органлири вә карханилиридики аллиқачан исмила қалған “партийә ячейкилири” ни қайтидин күчәйткән, һәтта хусусий ширкәтләргиму “партийә ячейкиси” қуруп, уларниму башқуруш астиға алған. Қисқиси, ши җинпиң мәзгилидә хитай компартийәсиниң тәсири иқтисад вә иҗтимаий җәмийәтниң барлиқ саһәлиригичә йетип барған. Чегра ичидин һалқип, хитайниң хәлқарадики тәсириниму ашурушқа һәрикәт қилған. Ши җинпиңниң буниңдики әң чоң васитиси “бир бәлвағ бир йол” қурулуши болған. Хитай карханилири бу қурулуш арқилиқ 34 дөләттики 76 портниң ишлитиш һоқуқини қолға кәлтүргән. Бу портларға һәтта хитай армийәсиниң һәрбий парахотлириму кәлгән. Ши җинпиң һөкүмити йәнә, өзиниң дөләтни идарә қилиш усулини хәлқараға експорт қилип, судан, ефийопийә қатарлиқ дөләт һөкүмәтлиридики хадимларни қандақ қилғанда ахбарат вә җамаәт пикирини үнүмлүк контрол қилиш, қайси алақидар қанун-маддиларни турғузуш, қайси назарәт техникилирини сетивелиш қатарлиқлар бойичә мәхсус тәрбийәлигән.
Елзабет ханим мақалисидә, ши җинпиң һөкүмитиниң кейинки йилларда дөләт карханилирини ярдәм билән тәминләп, уларни күчләндүргәнниң әксичә, чәтәл карханилириниң хитай базириға әркин киришини чәкләп, уларни өзиниң техникисини тапшурушқа яки қолланғучиларға аит учурларни тапшурушқа қистиғанлиқи, чәтәлләрдики хитай җамаити, болупму оқуғучилирини һәрикәткә кәлтүрүп, компартийә тәшвиқатини қилдурғанлиқи, улардин пайдилинип, далай ламаға қарши намайиш уюштуруш қатарлиқларни көрсәткән.
У мақалисидә йәнә чәтәлләрдики оқуғучилири вә бир қисим хитай җамаити әзалирини чәтәлләрдә компартийә сизиқида маңмиған хитайлиқларға бесим қилишқа, хоңкоң вә тәйвән мәсилисидә компартийәниң авази болушқа салғанлиқи, америка университетлирида пикир әркинликигә сәлбий тәсир пәйда қилғанлиқи, қисқиси ши җинпиңниң “йеңи инқилаби” арқилиқ хитай ичидин һалқип иқтисадий вә сиясий җәһәттин дуняғиму сәлбий тәсир көрситишкә башлиғанлиқини тәкитлигән.
Ундақта, ши җинпиң контроллуқидики хитайға қандақ тақабил туруш керәк? елизабет економий ханим бу һәқтә тохтилип мундақ дегән: “ши җинпиң инқилабиниң ядроси дәл америка тәшәббус қилип келиватқан хәлқаралиқ қаидә-өлчәмләргә риқабәт елан қилиштур. Трамп һөкүмити әмди америкиниң қиммәт қаришини хитайда қаттиқ бир ирадә билән йолға қоюшни өзигә алдинқи шәрт қилған һалда тәңдаш бир риқабәтни елан қилиши керәк. Америка пәқәтла асия-тинч окян районида күчлүк бир һәрбий мәвҗутлуқни давам қилдурушла әмәс, бәлки районда әркин тиҗарәт вә демократийәни қоллашни давам қилидиғанлиқиниму намаян қилиши керәк. Шуниң билән биргә, америка өзиниң мудапиәсини күчәйтиш керәк. Америка әмди хитай тәрәққий қилғансери әркинлишип маңидиғанлиқиға ишинип, өз иқтисадий вә сиясий хәвпсизликидә қурбан беривәрсә болмайду. Йиллардин бери, вашингтон хитайниң әқлий мүлк оғрилиқи вә тәңсиз тиҗарәт қилишиға мәлум дәриҗидә чидап кәлди. Чүнки, америка хитайни базар иқтисади вә қанун арқилиқ дөләтни идарә қилишни өгиниватиду, мушу йолда илгириләватиду” дәп ишәнгән иди. Бирақ, әмди, әмәлийәтниң ундақ әмәслики ениқ болған икән, америкиниң хитайға қарши тәдбир алмаслиққа һечқандақ бир сәвәби йоқ”.
Елизабет економий ханим мақалисиниң давамида америка һөкүмитиниң қандақ конкрет ишларни қилиши керәклики һәққидә төвәндики тәклипләрни оттуриға қойған. У алди билән, америка һөкүмитиниң хитайға үнүмлүк тақабил туруш үчүн чоқум узун муддәтлик вә йеңи бир сиясәт турғузуп чиқиши, хитайниң “бир бәлвағ бир йол” қурулуши астида африқа вә башқа җайлардики паалийәтлиригә қарши бир истратегийәлик пилан түзүши керәкликини билдүргән. У шундақла йәнә, хитайға қаратқан сиясәтниң үнүм бериши үчүн алди билән америкиниң өз принсиплириға қәтий әмәл қилиши керәклики, җүмлидин, тинч окянниң очуқ вә әркинликигә капаләтлик қилиши, бу райондики шерик дөләтләр билән болған алақини күчәйтиши, асия-тинч окян районидики дөләтләргә хитайниң мәблиғидин башқа мәбләғ мәнбәлирини таллаш имканийити билән тәминлиши, тәйвәнни қоллиши керәкликини тәкитлигән. У: “бир бәлвағ бир йол истратегийәсигә тақабил туруш үчүн, америка тәрәққий қиливатқан дөләтләр билән шәһәр қурулуши вә пән-техника саһәсидә һәмкарлишип, хитайниң бу саһәләрни қолға кәлтүрүшиниң алдини елиши керәк” дегән.
“бир бәлвағ бир йол” қурулуши һәққидә мәхсус тәтқиқат елип бериватқан доктор кандидати, уйғур кишилик һоқуқ қурулуши тәтқиқатчиси һенрий шаҗески әпәнди елзабет ханимниң қарашлириға мас һалда хитайниң “бир бәлвағ бир йол қурулуши” пилани һәққидә тохтилип, “бир бәлвағ бир йол” қурулушиниң “келәчәкни бәлгиләшкә мунасивәтлик” дәп көрсәтти. У өз қарашлири мундақ шәрһлиди: “бир бәлвағ бир йол қурулуши хитайниң дуняға тәсир көрситиш болупму иқтисадий җәһәттин тәсир көрситиш пилани. Гәрчә хитай бир бәлвағ бир йол қурулушиниң сиясий мәниси һәққидә бәк тохталмисиму, әмма у бу қурулушқа бәк зор мәбләғ селиватиду. Демәк, буниңға охшаш қурулушлар бир дөләт вә яки районниң кәлгүсиниң қандақ болидиғанлиқини бәлгиләйду. Дуня кәлгүсидә қандақ болуши керәк? хитайниң бир бәлвағ бир йол қурулушиму яки явропа вә америка қатарлиқ дөләтләр оттуриға қойған башқа пиланлар бойичә болуши керәкму? демәк, бу қурулушлар һәммиси келәчәкниң қандақ болидиғанлиқини бәлгиләш үчүн ишлитилиду шуңа һазир америка вә явропа иттипақи буниңға диққәт қиливатиду”.
Елзабет ханим америкиниң демократийәни илгири сүрүш паалийәтлирини күчәйтиши һәққидиму мәхсус тохтилип мундақ дегән: “хитай һөкүмитиниң башқа дөләтләрниң сиясий системисиға тәсир көрситиш үчүн һәрикәт қилиши америка дәрһал тәдбир елишқа тегишлик бир мәсилидур. Америка һөкүмити дөләтлик демократийәни илгири сүрүш фонди, дөләтлик демократийә тәтқиқат мәркизи вә асия фонди қатарлиқ органларни йеқиндин қоллап, дунядики сиясий җәһәттики әркинлишиш паалийәтлирини күчәйтиш арқилиқ хитайниң диктаторилиқ қиммәт қарашлирини дуняда кәң йейишигә тақабил туруши керәк”.
Америка уйғур бирләшмиси рәиси илшат һәсән әпәнди бу һәқтә тохтилип америкиниң демократийәни илгири сүрүш хизмәтлирини күчәйтишиниң америка вә дуня үчүн муһимлиқини билдүрди.
Елзабет ханим йәнә, америка һөкүмитиниң “ундақ қазанға мундақ чөмүч” қилиши керәкликини билдүрүп, “хитай һөкүмити башқиларниң хитай ичидә иқтисадий вә сиясий мәнпәәткә еришишигә йол қоймайватиду әмма өзи башқа дөләтләрдә мушу мәнпәәтлири үчүн һәрикәт қиливатиду. Һазир трамп һөкүмити үчүн өз-ара мәнпәәт йәткүзүшниң қаидилиригә бир қарап чиқип, хитай америкиға немә қиливатқан болса, хитайғиму шуни қилидиған вақит кәлди” дегән. У буниңға бәзи мисалларни көрситип, “хитайда америкиниң һәрхил иҗтимаий қурулушлириға йол қоюлмиған икән, у һалда америкидики куңзи институтлири вә мәктәплирини бикар қилиш, хитай ширкәтлирини америкидики бәзи бир түрләргә мәбләғ салалмайдиған қиливетиш, хитайни хәлқара қаидә-түзүмләргә бойсунушқа мәҗбурлаш” қатарлиқ бир қатар тәклипләрни бәргән. У мақалиси ахирида хитайға қарита кәскин тәдбир елишниң зөрүрлүкини көрситип: “яхши йери, хитай дөләт рәиси ши җинпиң өз сиясәтлири арқилиқ ениқ мәқситини ашкарилап бәрди. Шуңа әмди америкиниң буниңға кәскин бир инкас қайтурмаслиқ үчүн һечқандақ бир сәвәби қалмиди” дәп язған.