Илһам маһмут: “японийәдә уйғур мусулманлири һәққидә чүшәнчә беришни күчәйтимиз”

Ихтиярий мухбиримиз һаҗи қутлуқ қадири
2015.01.22
suriyede-gorege-elinghan-ikki-yaponluq.jpg Сүрийәдә гөрүгә елинған икки нәпәр японийә пуқраси тоғрисидики телевизийә программисидин сүрәткә елинған (NHK TV). 2015-Йили 20-январ.
RFA/Qutluq

20-январ күни японийә дөләтлик NHK телевизийә қанилида 18-январ сүрийәдики “ислам дөлити” тәшкилати тәрипидин гөрүгә елинған гато вә юкава исимлик икки нәпәр японийә пуқрасиниң 72 саәт ичидә икки йүз милйон америка доллири төлигәндила уларниң өлтүрүлмәйдиғанлиқи тоғрисида ишләнгән син-алғу лентиси тарқитилғандин кейин, бу вәқә японийә җәмийитидә күчлүк инкас қозғиди.

Шу күни оттура шәрқтики исраилийә дөлитидә зиярәттә болуватқан японийә баш вәзири шинзо абе мәзкур вәқәни қаттиқ әйиблигән. японийә ташқи ишлар министирлиқи болса вәқәни һәл қилишта өзлиригә түркийә вә иорданийә дөләтлириниң йеқиндин ярдәмдә болидиғанлиқидин үмид күтидиғанлиқини билдүрди.

Бу вәқәдин кейин, японийә мәтбуатлирида шундақла тор бәтлиридә мусулманлар, ислам әллири җүмлидин уйғурлар һәққидә бир қатар мақалә-инкаслар елан қилинди. NHK Мухбири японийә уйғур җәмийитиниң рәиси илһам маһмут билән көрүшүп, униң пикир -қарашлирини алған болуп, илһам маһмут әпәнди мухбирға уйғурларниң омуми әһвали һәққидә мәлумат бәргән һәм өзиниң бир қатар қарашлирини оттуриға қойған. японийәдики ихтияри мухбиримиз һаҗи қутлуқ қадири илһам маһмут әпәндиниң бу һәқтики мәлуматлири вә қарашлирини игилиди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.