Қайси дөләт йеңи мустәмликичилик маһийитини ашкарилиди?

2011-Йили 4-айниң 14- күни “довей” тор бети, “бейҗиң рибав гезити” ниң “кишилик һоқуқ ниқаби мустәмликичилик маһийитини йошуралмайду” мавзулуқ мақалисини көчүрүп басти.
Обзорчимиз сидиқ һаҗи рози
2011.04.19

Америка дөләт мәһкимиси йиллиқ кишилик һоқуқ доклати елан қилғандин кейин, йеқиндин бери җуңгониң һәр қайси чоң гезитлири арқа-арқидин мақалиләр елан қилип, америкиниң йиллиқ доклатиға һуҗум қилди. Кишилик һоқуқни қоғдаш һәр қайси әлләр хәлқлириниң омумйүзлүк издинишидур, әгәр айрим дөләтләр кишилик һоқуқтин пайдилинип, башқа дөләтниң игилик һоқуқиға бесим ишләтсә, ундақта кишилик һоқуқ ниқаби йиртип ташлинип йеңи мустәмликичиликниң маһийити ашкарилиниду, дейишти.

Мақалидә: кишилик һоқуқ мәсилиси айрим дөләтләрниң арилишип, башқа дөләтләрниң образини хунүкләштүрүп, өзлириниң истратегийилик мәнпәитини көзләйдиған қорал болуп қалди, дейилди. Бу гезит йәнә немә дәйду: америка тохтимай башқиларни тәнқидләйду, башқиларни чәкләйду, башқилар америкини тәнқид қилса һәргиз қобул қилмайду, өзини чәклимәйду, дәйду.

Мениңчә америка тәнқидниму қобул қилиду, хәлқара ишларда өзини тутувелишниму билиду, америка һазирғичә һеч қандақ бир дөләтниң образини хунүкләштүргини йоқ. Һәр қандақ җуңгодәк дөләт өзиниң образини өзи хунүкләштүриду. Җуңгониң образини җуңго өзи яратти, әгәр хунүкләштүргән болса, җуңго өзи хунүкләштүрди. Америка тәнқидниму қобул қилалайдиған дөләт вә башқа дөләтләрниму кишилик һоқуқ мәсилиси бойичә тәнқид қилалайдиған дөләттур.

“бейҗиң рибав гезити” йәнә немә дәйду?

“буниң үчүн ғәрб дөләтлири кона мустәмликичилик дәвридики,ялиңач таҗавузчилиқ вә булаңчилиқ тәпәккурини өзгәртишкә мәҗбур болуп, инсанпәрвәрлик бойичә арилишиш, кишилик һоқуқ игилик һоқуқтин әла дәйдиған уқумларни көтүрүп чиқип, йеңи тарихи шараитта әхлақ йүксәкликини игиләп, һөкүмранлиқ тиғ учини дуняниң һәр қайси җайлириға узарталайдиған әплик қоралға айландурувалди”, дәйду.

Мәйли кона мустәмликичилик болсун яки йеңи мустәмликичилик болсун, ғәрб әллири 20-әсирниң 70-йиллирида мустәмликичиликтин үзүл- кесил ваз кечип таки һазирғичә мустәмликисиз дуня қуруш үчүн күрәш қиливатқан ғәрб дунясидур.

 Америка кишилик һоқуқни тәкитләш арқилиқ мустәмликичиликниң маһийитини қандақларчә ашкарилиди, ейтип бақсунчу “бейҗиң рибав гезити”, америкиниң дуняниң һәр қандақ бир җайида бир парчә мустәмликиси йоқ. Әгәр америка мустәмликә қилмақчи болса, тинч окян урушида японийини уруштин чекиндүрүп, җуңгони азад қилип, җуңгони мустәмликә қиливелишқа һоқуқлуқ иди. Америка шундақ қилдиму? америка тәйвәнни японийиниң қолидин азад қилди, тәйвәнни мустәмликә қиливалдиму? яқ!

Һазирқи күндә уйғуристанни, тибәтни мустәмликә қилип ятқан җуңго кона мустәмликичи әмәсму, мәбләғ селип африқа қитәсигә йүрүш қиливатқан җуңго йеңи мустәмликичи әмәсму?

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.