Хитай һөкүмранлири ғалҗирлаштиму?
Обзорчимиз сидиқ һаҗи рози
2010.11.15
2010.11.15
Хитайниң әтрапида һәқиқәтән көп хил ишлар йүз бериватиду. Қорал ишлитиш тоғрисидики қиқас - чуқанлар қулақниң түвидин кәтмәйдиған болди. Товлап қоюш, варқирап қоюш, попоза қилиш бу башқа бир гәп, "тинчлиқ дәвридә хәтәрни ойлап, уруш йолини таллап елишни әстайидил ойлинишқа тоғра келиду" дейиш бу йәнә башқа бир гәп.
Қизил сизиқ, "1 - җуңго һәр қандақ дөләтниң һәр қандақ уруш қилишидин қорқмайду". Ким - кимгә қарши уруш қилиду? пикир ениқ әмәс. 60 Йилдин бери дәйду, аптор: "җуңхва хәлқ җумһурийити һәр қандақ дөләт теңип кәлгән һәр қандақ уруштин қорқмиди."
Бу йәрдә аптор бир аз ашурувәттиму немә? ... "Қизил сизиқтин кимду бери өткәндә дөлитимиз йоқилиду, ирқи йоқилиш тәһдитигә дуч келимиз ... Дөләтниң нөвәттики вәзийитидә бу қизил сизиққа шәрти тошидиғанлар ... Үч районниң мустәқиллиқ тәләп қилиши болуп, буниң ичидә тәйвән мустәқиллиқи интайин җиддий мустәқиллиқтур ... Дөләтниң парчилиниши наһайити еғир дөләт характерлик боһран кәлтүрүп чиқириду..."
Демисиму аптор дегәндәк, әгәр дәйли, тәйвән шәкли мустәқиллиқтин ваз кечип, қанунлуқ мустәқиллиқни қоғлишип тәйвән арилида мустәқиллиқ җакарлайдиғанла болса, җуңгода дөләт йоқалмайду. Әмма, коммонистик партийә бир кечидә чак - чекидин бөсүлүп кетиду.
Ташқи моңғулийә мустәқиллиқ җакарлиғанда, хитайниң дөләт армийиси, дөләт партийиси, гоминдаң һакимийити бир кечидә чак - чекидин бөсүлүп кетип, һакимийәт коммунист хитайларниң қолиға қалған әмәсмиди?
Һәр қайси дөләтләр тәйвән җуңгониң бир қисми дейишиду. Бу пәқәт еғиздики йәл болуп, тәйвәндә хитай коммунистлириниң бир нәпәр әскириму йоқ. яки тәйвәнниң йеза - қишлақлирида коммонистик партийиниң икки кишилик ячейкисиму йоқ. Америка тәйвәнни японийиниң қолидин елип чиқип, қечип кәлгән хитай җаң җешиға бошитип бәргән күндин һесаблиғанда, тәйвәндә бир һакимийәт гоминдаң партийиси бу арал дөлитини башқуруп кәлмәктә. Тәйвән қандақсигә җуңгониң бир қисми болиду әмди?
Мәйли тәйвәнгә мунасивәтлик америка билән түзүшкән шәртнамилар болсун, мәйли тәйвәнгә мунасивәтлик японийә билән түзүшкән шәртнамилар болсун, шәртнамилар, баянатлар пәқәт шәкилдики язма һөҗҗәтләр болуп, мениң билишимчә, яки америкиниң дөләт мәҗлиси, яки японийиниң парламенти яки тәйвәнниң мәмури палатаси бу һөҗҗәтләрни тә стиқлап қанунға айландурған әмәс. Ундақта,җуңголуқлар немигә асаслинип тәйвән җуңгониң бир қисми дәйду? җуңголуқлар шундақ дегәнлики үчүн, җуңголуқлар тәйвәнни азат қилмиз дегәнлики, әгәр тәйвән мустәқиллиқ җакарлиса, җуңголуқлар қорал ишлитимиз дегәнлики үчүн хәлқара җәмийәттә тәйвән мәсилисини назук мәсилигә айландуруп қойди. Шуңа, тәйвән мустәқиллиқ җакарлиған һаман чоң қуруқлуқта коммунист партийиниң һөкүмранлиқи бир кечидә гумран болиду. Чүнки, тәйвән мәсилиси бойичә коммунистлар пуқраларға бәргән вәдисиниң һөддисидин чиқалмиған болиду.
Һазир чоң қуруқлуқта тәйвән тоғрисида немә, "вәтәнниң бирлики" дәйдиған қанунму мақуллинип болди. Қариғанда қизил сизиқму сизилип болди, тәйвән қачан қизил сизиқтин өтүп кетиду дәп сақлап турушқа һаҗәт қанчилик иди? тәшәббускарлиқ чоң дөләт җуңгониң қолида туруптиғу? әгәр, тәйвән җуңгониң бир қисми дейилидиған болса, у һалда җуңгода икки партийә, икки хил һәрбий куч, икки хил һакимийәт мәвҗут болуп турған болиду. Аталмиш җуңго инқилаби ғәлибә қилмиған, пәқәт мавзедуң билән җяң җешиниң оттурисида йүз бәргән талаш - тартишларни уларниң әвладлири давамлаштуруватқан болмамду?
Тәйвән мәсилиси җуңгониң территорийиси мәсилиси әмәс, пәқәт исян көтүргән коммонистик партийә, җуңгониң әсли һакимийәт бешидики партийиси гоминдаң мәсилисни бир тәрәп қилиш мәсилисидур дейилидиған болса, ундақта тәйвән җуңгониң земини һесабланмайдикән, тәйвәндә орун алмаштуруп һакимийәт йүргүзүватқан гоминдаң партийиси вә демократийә тәрәққият партийисиниң һәр дәқиқидә мустәқиллиқ җакарлаш һоқуқи болиду.
Тәйвәнгә қизил сизиқ сизип бәргәнләр, уруш тоғрисида қолақ түвидә давраң қиливатқан адәмләр шу вақитқа йәткәндә зади қандақ қилғулуқ?!