Алматада “ана мираси” драмиси алқишқа сазавәр болди
Ихтиярий мухбиримиз ойған
2012.02.22
2012.02.22
RFA/Oyghan
Үч күн мабәйнидә көрситилгән мәзкур драма оттура асияда олтурақлашқан уйғурлар һаятидики паҗиәлик сәһипиләрни йорутқан болуп, у, тамашибинларниң қизғин алқишиға сазавәр болди. Әсәрдә, болупму аниларниң тартқан җапа-мушәққәтлири, қәһриманлиқи, садақәтлики, хәлқниң сунмас ирадиси ярқин образлар һәм чоңқур епизотлар арқилиқ гәвдиләнгән.
Радиомиз зияритини қобул қилған мәзкур тиятир уйғур әдәбияти бөлүминиң башлиқи гүлбаһар насирова “ана мираси” драмиси һәққидә пикирлирини изһар қилди.
Тәпсилатини юқиридики аваз улинишидин аңлиғайсиләр.