Германийидики уйғур аяллири 8-март аяллар байримини тәбриклиди

Германийиниң мюнхен шәһиридики 60 тин артуқ уйғур аяллири 3-айниң 9-күни бир сорунға җәм болуп, хәлқара аяллар байримини бирликтә тәбриклиди.
Ихтиярий мухбиримиз әкрәм
2012.03.12
germaniye-ayallar-bayrimi-305.jpg Германийидики уйғур аяллири 8-март аяллар байримини тәбриклиди. 2012-Йили 9-март, мюнхен.
RFA/Ekrem

Германийә уйғур аяллири комитетиниң рәиси гүлнар ханимниң билдүрүшичә, бу паалийәт явропа шәрқий түркистан бирлики тәшкилати билән д у қ аяллар комитетиниң бирликтә тәшкиллиши арқилиқ орунлаштурулған. Паалийәткә аяллардин башқа йәнә балиларму қатнашти. Аяллар комитети тәрипидин ханим-қизларға совғилар тәқдим қилинди.

germaniye-ayallar-bayrimi1-385.jpg
Германийидики уйғур аяллири 8-март аяллар байримини тәбриклиди. 2012-Йили 9-март, мюнхен.
RFA/Ekrem

Байрам мунасивити билән бир сорунға җәм болған уйғур аяллири өз нөвитидә йәнә, германийидики уйғур яш-өсмүрлириниң уйғур тили, мәдәнийити, өрп-адәтлирини сақлап қелиштәк миллий кимликини қоғдаш мәсилилиригиму көңүл бөлди. Германийә уйғур аяллири комитетиниң рәиси гүлнар ханим мюнхенда ечилған уйғур балиларни уйғур кимлики бойичә тәрбийиләш курсиға барлиқ ата-аниларниң көңүл бөлүшини тәләп қилди.

Бу сорунға җәм болған бәзи уйғур аяллири өз тәсиратлирини билдүрүшүп, бу хил паалийәтләрниң қериндашлиқ меһри-муһәббәтни күчәйтидиғанлиқини тәкитләшти. Шаирлар болса аяллар шәнигә беғишланған шеирларни оқуп, сорун кәйпиятини җанландурди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.