" Шәрқий түркистан паҗиәси" дегән китаб нәшр қилинди
Мухбиримиз арслан
2008.09.16
2008.09.16

RFA / Arslan
Шу сәвәбтин уйғурларниң миллий мустәқиллиқ тәқдиригә зич мунасивәтлик тарихий китаблири йоқ дийәрлик, болупму 20 - әсирниң башлиридин оттурилириғичә уйғур диярида болуп өткән қанлиқ вәқәләр, миллий мустәқиллиқ инқилаблири һәққидики мәлуматлар йетәрлик әмәс яки йоқ дийәрлик.
Йеқинда шәрқий түркистан маарип вә һәмкарлиқ җәмийити тәшвиқат бөлүми тәрипидин " шәрқий түркистан паҗиәси" намлиқ тарихий китаб нәшр қилинди. Бу китаб асаслиқи 1933 - йили қәшқәрдә қурулған шәрқий түркистан ислам җумһурийитиниң қандақ қурулғанлиқи вә кимләр тәрипидин қандақ ағдурулғанлиқи һәққидики тәпсилий тарихий учурларни өз ичигә алиду.
Бу китабниң аптори мәзкүр тарихий китабни уйғур дияридин чәтәлгә қечип чиққандин кейин язғанлиқи үчүн мәзкүр китаб хитай коммунистлири тәрипидин көйдүрүлүштин сақлинип қелип заманимизғичә йетип кәлгән.
Биз бу китаб һәққидә толуқ мәлуматқа еришиш үчүн мәзкүр китабниң мәсул муһәррирликини үстигә алған шәрқий түркистан маарип вә һәмкарлиқ җәмийити баш катипи доктур алимҗан атавуллаһ әпәнди билән сөһбәт елип бардуқ.