'Мустәмликә уйғуристанниң күндилик хатирилири' намлиқ китаб түркийидә нәширдин чиқти
Мухбиримиз әркин тарим
2009.11.18
2009.11.18
RFA Photo / Erkin Tarim
Китаб 379 бәттин тәркип тапқан болуп, китабда 1997 - йилидин 2005 - йилиниң ахириғичә чәтәл мәтбуатлирида, болупму нийо - йорк шәһридә хитай тилида нәшир қилинған "дүня гезити" да елан қилинған уйғурлар һәққидики хәвәр вә мақалиларға орун берилгән.
Китабниң аптори сидиқ һаҗи розиниң ейтишичә бу китаб, 1997 - йилидин 2005 - йилиниң ахириғичә чәтәл мәтбуатлирида уйғурлар һәққидә немиләрниң йезилғанлиқини уқуш үчүн интайин муһим икән. Мәтбуат әркинлики болмиған уйғур дияридики уйғурлар үчүн техиму муһим қиммәткә игә бир әсәр икән.
Юқиридики аваз улинишидин, бу әсәр һәққидә аптор билән елип барған сөһбитимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.