Алматада көрнәклик мәрипәтчи һенипахун баратоф хатириләнди

24-Апрел күни алмата шәһириниң авезоф наһийисигә қарашлиқ абдулла розибақийеф намидики 153-уйғур мәктәп-гимназийисидә көрнәклик мәрипәтчи, мәзкур мәктәпниң сабиқ мудири һенипахун баратофниң 80 йиллиқ тәвәллуди мунасивити билән хатириләш мурасими болуп өтти.
Ихтиярий мухбиримиз ойған
2012.04.30
telman-baratog-mesimjan-zulpiqarof-zerip-molotof-305.jpg Сүрәттә: алматада көрнәклик мәрипәтчи һенипахун баратофни хатириләш паалийитидә, (солдин оңға) тәлман баратоф, мәсимҗан зулпиқароф, зәрип молотоф. 2012-Йили апрел, алмата.
RFA/Oyghan

Зиялийлар, һәр хил кәсип игилири, устазлар вә оқуғучилар қатнашқан мәзкур паалийәттә алди билән мәрһумниң намида оқуш кабинетиниң ечилиш мурасими болуп, андин уни әсләш йиғини давам қилди. Йиғинда сөзгә чиққан җумһурийәтлик уйғур етно-мәдәнийәт мәркизи маарип кеңишиниң рәиси емилян ушуроф, мәзкур мәктәпниң сабиқ мудирлири атақлиқ язғучи мәсимҗан зулпиқароф, телман баратоф вә зерип молотофлар, мәктәп-гимназийәниң мудири шавкәт өмәроф, шундақла һ. Баратофниң кәсипдашлири вә шагиртлири, юрт-җамаәтчилик вәкиллири, униң қериндашлири, аилә әзалири, дост-бурадәрлири вә башқилар мәрһумниң миллий маарип вә җәмийәтлик ишларда атқурған паалийәтлири, инсаний пәзиләтлири үстидә тохтилип, маарипниң хәлқ һаятидики һәм миллий кимликидики роли вә әһмийитини алаһидә тәкитлиди. Йиғин давамида устаз вә оқуғучилар тәрипидин тәйярланған консерт программиси көрситилди.

Радиомиз зияритини қобул қилған мәзкур мәктәп-гимназийәниң сабиқ устази баһар һәдә рәһмитуллайева һ. Баратоф һәққидә әслимилирини баян қилди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.