Алматада атақлиқ нахшичи мурат насироф хатириләнди
2013.01.21
Мәрһумға атап қуран оқулғандин кейин сөзгә чиққучилар м.Насирофниң иҗади, қабилийити һәм униң болупму һәр милләт яшлири арисида тутқан орниға мунасип баһасини бәрди. Нахшичиниң паҗиәлик вапатидин кейин йәттә йил вақит өткән болсиму, униң туғулған вә вапат болған күнлири қуран оқуп, уни әсләш адәткә айланған.
Мурат исмаил оғли насироф 1969-йили 13-декабирда алмата шәһиридә туғулған болуп, 111-оттура мәктәпни тамамлиғандин кейин һәрбий сәпкә чақиртилған. Муратниң сәнәткә болған қизиқиши, болупму әнә шу һәрбий сәптә хизмәт қилған йиллири башланди. Армийә сепидин қайтип келип у москвадики гнесин намидики музика мәктипигә оқушқа киргән. 1991-Йили ялта шәһиридә өткән иҗадийәт көрүкидә у биринчи орунни игиләп, русийиниң атақлиқ сәнәткарлири тәрипидин юқири баһаға еришкән иди. 1991-Йили нахшичиниң дәсләпки әсәрлириниң топлими йоруқ көрди. У бир нәччә қетим русийә сәнәт уюшмилири тәрипидин тәсис қилинған көрүкләрниң мукапатлириға еришкән. 1999-Йилдин башлап униң нахшилири инглиз тилидиму яңриған. 2004-Йили болса, м. Насироф өзиниң уйғур тилидики “қалдим ялғуз” намлиқ дәсләпки топлимини тамамлиған.
М.Насироф 2007-йилниң 19-январдин 20-январға өткән кечиси москвада паҗиәлик вапат болған. Мушу күнгичә нахшичиниң өлүм сәвәбиниң ениқланмиғанлиқи илгири сүрүлүп кәлмәктә.
Радиомиз зияритини қобул қилған м. Насирофниң йеқин дости вә кәсипдиши полат һезимоф мәрһумни әслиди.