Уйғурлар қазақистанниң йүксилишигә төһпә қошмақта
2012.12.31

Қазақистанниң қолға кәлтүргән бу утуқлирида уйғурларниңму төһписи бардур. Бу йилниң йәнә бир алаһидилики шуки, н.Назарбайеф мустәқиллиқ күни мунасивити билән мәмликәтниң иҗтимаий, сиясий вә мәдәний тәрәққиятиға мунасип төһпә қошқанлиқи үчүн бир қатар қазақистанлиқларни мукапатлаш тоғрилиқ пәрман чиқарди. Уларниң ичидә, әлвәттә, уйғурларму бар. Атап ейтқанда, “универсал” һәссидарлиқ ширкитиниң мудири закирҗан қозийеф “үлгилик әмгики үчүн” медалиға, сәнәткар дилназ әхмәдийева болса, “қазақистанниң әмгәк сиңдүргән әрбаби” атиқиға сазавәр болди.
Буниңдин ташқири йәнә, қазақистан җумһурийити парламенти мәҗлисиниң депутати мурат әхмәдийеф, алмата шәһәрлик сот анализи институтиниң баш анализчиси венера илийева, алмата шәһәрлик улуғ вәтән уруши қатнашқучилири шипаханисиниң хадими аминәм мухпулова, уйғур наһийилик тәнтәрбийә вә тәнһәрикәт бөлүминиң башлиқи турсун һетахунофлар айрим министирлиқлар вә идариләрниң юқири мукапатлири билән тәқдирләнди.
Радиомиз зияритини қобул қилған алим, филологийә пәнлириниң намзати рабик исмайилоф 2012-йили қазақистан уйғурлири һаятида йүз бәргән вақәләр һәққидә тохталди.
Тәпсилатини юқиридики аваз улинишидин аңлиғайсизләр.