Америкида 11-сентәбир вәқәсиниң 12 йиллиқи хатириләнди

Мухбиримиз ирадә
2013.09.11

Америкида бүгүн 11-сентәбир вәқәсиниң 12 йиллиқ хатирә күни пайтәхт вашингтон, нюйорк вә пенсилванийә штатида мурасим билән хатириләнди. 11-Сентәбир күни әлқаидә террор тәшкилати садир қилған һуҗумда 3000 дин артуқ киши һаятидин айрилған иди.

Бүгүн әтигән ақсарайда өткүзүлгән хатириләш мурасимида, әйни чағда нюйорк шәһиридики дуня тиҗарәт мәркизиниң қошмақ биналириға айропилан билән һуҗум қилинған вақит билән охшаш вақитта йәни әтигән саәт 8:35 минут өткәндә һаятидин айрилғанларниң роһи үчүн матәм тутулуп, тәзийә билдүрүлди. Америка президенти барак обама йәнә, америкиниң 5 бурҗәклик бинаси пәнтагонға қилинған һуҗум җәрянида һаятидин айрилғанларниң аилә-тавабиатлири билән бир ариға кәлди вә “келәчики қолидин тартивелинған бу кишилиримизниң һәсрити һелиһәм йүрикимиздә” деди.

11-Сентәбир вәқәси америкиниң вә шундақла дуняниң сияситидә зор давалғуш һасил қилған иди. Уйғур көзәткүчиләр 11-сентәбир вәқәсиниң тәсиригә әң еғир учриғанларниң бириниң уйғурлар икәнликини илгири сүриду. Чүнки хитай һөкүмити 11-сентәбирдин кейин қозғалған террорлуққа қарши күрәшни баһанә қилип туруп, уйғурларға қаритилған бастурушни күчәйтип, уйғурларниң кишилик һоқуқ паалийәтлирини террорлуқ категорийәсигә киргүзүп бир тәрәп қилишқа урунуп кәлгән.

Түнүгүн америка уйғур бирләшмиси бу һәқтә елан қилған баянатида, хитай һөкүмитини 11-сентәбирни баһанә қилип туруп, уйғурлар үстидин дөләт террори йүргүзүш билән әйиблиди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.