Америка һәрбий парахотлири филиппин парахотлирини муһапизәт қилишқа вәдә бәргән
2024.08.27
“бирләшмә агентлиқи” ниң 27-авғусттики хәвиридә ейтилишичә, америка армийәси йеқинда җәнубий деңиз тәвәсидә хитай деңиз чарлаш қисимлири билән тоқунушуп қалған филиппин белиқчилиқ кемилирини муһапизәт қилишқа вәдә бәргән.
“манела хәвәрлири” гезитиниң 27-авғустта билдүрүшичә, америка деңиз армийәси һинди-тинч окян райониниң қомандани самюл папаро (Samuel Paparo) бу һәқтики мәйданини шу күни чақирилған америка-филиппин һәрбий сөһбитидә ипадилигән. “америка армийәси филиппин парахотлириниң йемәклик вә башқа хам әшяларни җәнубий деңиздики филиппин армийәсигә тошуш ишлириға ярдәмлишәмду?” дегән соалға қарита, адмирал самйол “әлвәттә” дәп җаваб бәргән. Әмма филиппин армийәсиниң баш қомандани генерал ромейо бравнер (Romeo Brawner) бу мәсилидә филиппин асасий қанунидики “чәт әл күчлирини ички қисимдики талаш-тартишқа чиллап кәлмәслик” дегән бәлгилимини чиқиш қилған һалда иш көридиғанлиқини тәкитлигән.
Мәлум болушичә, йеқинқи айларда филиппин белиқчилиқ кемилири көп қетимлап хитай деңиз чарлаш қисимлири вә хитай деңиз армийәси билән тоқунушуп қалған. Бу җәрянда филиппин тәрәпниң парахотлири еғиз зәхмәткә учраш, белиқчилар ярилиниш қатарлиқ әһваллар көп қетим көрүлгән. Бу хил реаллиқ алдида филиппин һөкүмити өзлириниң америка билән имзалиған иттипақдашлиқ келишиминиң мәзмуниға бинаән америка тәрәптин ярдәм сорашни җиддий ойлишишқа өткән.
Хитай һөкүмити йиллардин буян җәнубий деңиздики пүткүл деңиз бошлуқини “бизгә тәвә территорийә” дәп келиватқан болуп, бу хил деңиз зомигәрлики филиппин, малайсия қатарлиқ көплигән дөләтләрни биарам қилип кәлгән.