Америка сүрийә қозғилаңчилирини қоралландурушни ойлашмақта

Мухбиримиз җүмә
2013.05.01

Америка ақсарай даирилириниң сүрийә қозғилаңчилирини қоралландурушни ойлишиватқанлиқи илгири сүрүлмәктә.

Сүрийә мәсилиси үстидә тохталған америка дөләт хәвпсизлик кеңиши баянатчиси кәйтлин һайден сәйшәнбә күни: биз һазир, сүрийидә һакимийәт алмаштуруш қәдими тизлитидиған барлиқ васитиләрниң һәммисини ойлишиватимиз, деди.

Бу һәқтә тохтилип, нам шәрипини ашкарилашни халимиған бир юқири дәриҗилик америка һөкүмәт хадими сүрийә қозғилаңчилирини қоралландуруш мәсилисиниңму нөвәттә музакирә қилиниватқан васитиләрниң бири икәнликини билдүргән.

Америка президенти обамаму әгәр сүрийә даирилириниң авам - пуқраға химийилик қорал ишләткәнлики дәлилләнсә буниң америкиниң мәйданида җиддий өзгириш ясайдиғанлиқини билдүргән.

У мундақ дегән: әгәр шундақ болса, биз һазир қолимизда бар барлиқ имканийәтләрдин пайдилинишни ойлишимиз.

Обама һөкүмити марттин башлап сүрийә қозғилаңчилириға һәрбий қорал - ярақларни өз ичигә алмиған һәрбий үскүниләрни беридиғанлиқини билдүргән иди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.