Хитай америкидин тәйвән президентиниң америкида тохтап өтүшигә йол қоймаслиқини үмид қилди

Мухбиримиз әркин
2016.12.30

Хитай һөкүмити җүмә күни баянат елан қилип, америкидин тәйвән президенти сәй йиңвенниң америкида тохтап өтүшигә йол қоймаслиқини тәләп қилған. Тәйвән президенти сәй йиңвен келәр йили 1-айда оттура америкидики гуатимала, һондурас, салвадор, никарагуа қатарлиқ тәйвән билән дипломатик мунасивити бар 4 дөләтни зиярәт қилиду. У сәпәр үстидә америкиниң сан-франсеско вә хюстон шәһәрлиридә тохтап өтүшни қарар қилған.

Униң қарари хитай һөкүмитини қаттиқ биарам қилған. Ройтерс агентлиқиниң хәвәр қилишичә, хитай ташқи ишлар министирлиқи баянатида,“хитай тәрәп америкиниң бир хитай сиясити, хитай-америка 3 қошма ахбаратиға әмәл қилип, тәйвән рәһбириниң чеградин өтүшигә йол қоймаслиқини, ‛тәйвән мустәқиллиқ күчлири‚ гә хата сигнал бәрмәсликини, әмәлий һәрикити арқилиқ хитай-америка мунасивитиниң омумий вәзийити вә тәйвән боғузиниң тинчлиқи, муқимлиқини қоғдишини үмид қилиду” дейилгән.

Америкиниң йеңи сайланған президенти доналд трамп йеқинда, аввалқи америка президентлириниң дипломатик әнәнисини бузуп ташлап, тәйвән президенти сәй йиңвен билән телефонда сөзләшкән. Әмма бу хитай даирилирини қаттиқ биарам қилған иди.

Хитай ташқи ишлар министирлиқи трампниң тәйвән сияситидин қаттиқ әндишә қиливатқанлиқини билдүргән. Әмма трамп өзиниң сәй йиңвен билән сөзләшкәнликини ақлап, “хитай җәнубий деңизда арал ясиған, иқтисади васитиләрни қоллинип америкиға зиян салғанда биздин сориғанму?” дегән иди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.