Уйғур аптоном районлуқ хәлқ қурултийиниң америка һөкүмитини әйиблиши диққәт қозғиди
2024.08.23
Хитай башқурушидики “шинхуа тори” ниң 23-авғусттики хәвиридә ейтилишичә, шу күни уйғур аптоном районлуқ хәлқ қурултийи 35-нөвәтлик мудирлар йиғини чақирған. Йиғинда “ш у а р хәлқ қурултийи даимий комитетиниң америка һөкүмитиниң шинҗаң һәққидики җаза тәдбирлиригә қәтий қарши туруш” темисидики қарар лайиһәси мақулланған.
Хәвәрдә ейтилишичә, бу қетимқи йиғинда хәлқ қурултийиниң мудири зумрәт обул вә башқа мәсуллардин тохти яқуп, дилшат қидирхан, мәмтимин қадир, мутәллип рози қатарлиқлар алдиға чиқирип қоюлған болуп, шу арқилиқ бу қарарниң уйғурларға вәкиллик қилидиғанлиқи ишарә қилинған.
Хәвәрдә бу һәқтики қарарниң тәпсилий мәзмуни һәққидә мәлуматлар берилмигән болсиму, әмма униң америка һөкүмити уйғур қирғинчилиқи вә мәҗбурий әмгәк мәсилиси түпәйлидин хитай әмәлдарлириға елан қилған бир қатар җазалаш тәдбирлиригә қарши туруш мәзмунида икәнликини тәсәввур қилиш мумкин. Америка һөкүмити бу хил җаза тәдбирлири қатарида елан қилған “уйғур мәҗбурий әмгикиниң алдини елиш қануни” хитайниң ташқи експортиға муәййән дәриҗидә зәрбә бәргән болуп, хитай һөкүмитиниң әмдиликтә мушундақ бир қарарни елиши бу хил җаза тәдбирлириниң бәлгилик роли болуватқанлиқини көрситип бериду, дәп қаралмақта.
Хитай һөкүмити йеқинқи мәзгилләрдә түрлүк тәшвиқат васитилири арилиқ өзлириниң қирғинчилиқ җинайәтлирини йепишқа урунуп келиватқан болуп, уйғур аптоном районлуқ хәлқ қурултийиниң бу қетимқи йеңи қарариму шу хил урунушларниң бири қатарида һәр саһәниң күчлүк диққитини қозғимақта.