Америкиға қарши тәһдит тизимликидә русийә әмәс, хитай йәнила алдинқи орунда турмақта
2024.03.20
“америка авази” (VOA) ниң 2024-йили 3-айниң 20 күнидики хәвиригә асасланғанда, америка дөләт мудапиә министирлиқи һинди-тинч окян бихәтәрлик ишлириға мәсул муавин катип ели ратнер (Ely Ratner) америкиға қарши тәһдит тизимликидә русийәни әмәс, хитайни алдинқи орунда қойған. У хитайниң әң чоң тәһдит икәнликини билдүрүп: “русийәниң украинадики уруши америкаға хәтәр елип келиду, лекин хитай американиң бихәтәрликигә узун муддәтлик еғир тәһдит елип келиду” дегән.
Ели ратнер чаршәнбә күни америка авам палатасида һинди-тинч окян районидики хәвпсизлик тәһдити тоғрисидики испат аңлаш йиғинида мундақ дегән: “хитай бизниң бихәтәрликимизгә кәң көләмлик һәм еғир хирис пәйда қиливатиду. Хитай америкиниң һинди-тинч окян районидики мәвҗутлуқи вә тәсирини йоқитиш иқтидариға игә бирдинбир дөләт. Хитай тәйвән боғузида, җәнубий вә шәрқий деңиз районлирида дүшмәнлик паалийәтлирини күчәйтиватиду. ”
Буниңдин башқа, америка дөләт мудапиә министирлиқиниң йиллиқ доклатида хитайниң һәрбий күчи һәққидә мәлумат берилип, “хитайниң ядро қорал амбири (запас күчи) мөлчәрдикидин тез ашти, хитай һөкүмити ядро күчини техиму кеңәйтиш үчүн керәклик ул әслиһә бәрпа қилмақта” дейилгән.
Ели ратнер гуваһлиқ сөзидә йәнә, америка дөләт мудапиә министирлиқи оттуриға қойған 2025-йиллиқ хамчотта һава, деңиз вә деңиз асти енергийәсигә мәбләғ селиш, хитай армийәсиниң заманивилишиш тәрәққиятини көздә тутуп америкиниң ядро күчиини заманивилаштурушниң алдинқи орунға қоюлғанлиқини билдүргән.