Уйғур дияридики археологийә тепилмири хитай тәшвиқатиға ишлитилмәктә
2023.02.28
Хитай һөкүмити башқуришидики “йәр шари вақит гезити” ниң 26-февралдики енглизчә хәвиридә ейтилишичә, хитай археологлири нилқа наһийәси тәвәсидики бир қәдимий қәбристанлиқтин һайванат сөңәклиридин сипта қилип ясалған канка аяқлирини тапқан. Нөвәттә бу аяқларниң буниңдин 3500 йил бурунқи дәвргә мәнсуплуқи бекитилгән. Хитай алимлири бу қәбридин чиққан башқа тепилмиларға асасән, бу қәбрә игисиниң өз заманисидики катта зәрдарлар җәмәтигә мәнсуп икәнликини муқимлаштурған.
Хәвәрдә уйғур дияриниң дуня миқясида “қар тейилиш пәйда болған җай” дәп қарилидиғанлиқи әскәртилиш билән биргә “бу қар тейилишниң дөлитимиздә пәйда болғанлиқиниң йәнә бир испати” дейилгән. Шуниңдәк уйғур дияридики мәдәнийәт мувәппәқийәтлирини хитайға хас өзгичилик қатарида алаһидә тәшвиқ қилған. Бу һал бир қисим хитай мутәхәссисләр моңғулларниң миллий қәһримани чиңгизханни хитайдин чиққан қәһриман сүптидә тәшвиқ қилғанлиқидәк реаллиқни әскә селиватқанлиқи мәлум.
Хитай һөкүмитиниң мушу йосунда уйғур дияридики археологийәлик тепилмиларни өзлириниң сиясий тәшвиқатлириға тәдбиқлиши йеқиндин буян көпләп оттуриға чиқишқа башлиған. “хитай хәвәрлири тори” ниң бу һәқтики хәвиридә уйғур дияридики қәдимий тарихий излар, җүмлидин қизил миңөйлири, турпан каризлириниң бирдәк “шинҗаңниң әзәлдин хитайниң бир қисми болуп кәлгәнлики” ниң дәлили сүпитидә мәвҗут болғанлиқи тәкитләнгән. Хәвәрдә бу тоғрисида сөз болғанда, хитай һөкүмитиниң уйғур диярида қанчә орунда “нуқтилиқ қоғдилидиған мәдәнийәт ядикарлиқи” тәсис қилғанлиқи тилға елинған. Шуниң билән биргә уйғур дияридики мәдәнийәт мувәппәқийәтлириниң қандақ қоғдиливатқанлиқи, бу хилдики мәдәнийәт ядикарлиқлирини “җанландуруш” арқилиқ тарихни дәлилләш вә тәшвиқат маарипини омумлаштурушқа төһпә қошқили болидиғанлиқи тәкитләнгән. Йәнә бир яқтин мушу хилдики мәдәнийәт ядикарлиқлири вә у җайларға мунасивәтлик археологийәлик тепилмиларниң “җуңхуа ортақ кимлики” чүшәнчисини турғузуш, иҗтимаий муқимлиқ вә узун мәзгиллик әминлик бәрпа қилиш қатарлиқ җәһәтләрдики роли алаһидә шәрһиләнгән.
Һалбуки, уйғур кишилик һоқуқ қурулуши тәйярлап чиққан “етиқад вәйранчилиқи” намлиқ доклатта уйғур дияридики мәдәнийәт ядикарлиқлири вә тарихий изларниң қандақ йоқитиливатқанлиқи, мәдәнийәт саһәсидики бу хил йоқитиш һәркитиниң маддий мәдәнийәттин башқа йәнә уйғурлардики мәниви мәдәнийәт дурданилириғичә кеңийиватқанлиқи тәпсилий баян қилинған иди.