Б д т: “уйғур сәбийлириниң аилә җудалиқи вә тил сиясити мәҗбурий ассимилятсийәдур! ”
2023.09.27
Уйғур дияридики қирғинчилиқниң бир муһим мәзмуни уйғур сәбийлири дуч келиватқан аилә җудалиқи болуп, йеқинда бу мәсилә бирләшкән дөләтләр тәшкилати (б д т) ниң бир гуруппа мутәхәссислири намидин рәсмий оттуриға қоюлди. Шуниңдәк бу һалниң мәҗбурий ассимилятсийә икәнлики рәсмий һалда җакарланди.
Б д т кишилик һоқуқ алий комиссариниң ишханиси 26-сентәбир елан қилған бу һәқтики баянатни б д т ниң мәдәнийәт һәқлири, маарип вә кишилик һоқуқ саһәсидики алаһидә мәлуматчилиридин фернанд вареннес (Fernand de Varennes) қатарлиқ үч киши тәйярлап чиққан. Бу б д т елан қилған уйғур дияри һәққидики йәнә бир йеңи доклат болуп, буниңда хитай һөкүмити маңдуруватқан “ятақлиқ мәктәп” системисиниң уйғур балилирини ана тил өгиниш пурситидин мәһрум қалдуруш, уларни мәҗбурий һалда аилисидин вә уйғур җамаитидин җуда қилиш ролини ойнаватқанлиқи тәнқидләнди. Шуниңдәк буни “мәҗбурий ассимилятсийә” дәп йәкүнлиди. Доклатта “биз уйғур балилириниң мәҗбурий һалда хитайчә тилға вә хитай мәдәнийитигә ассимилятсийә болуватқанлиқидин чоңқур әндишә қилмақтимиз” дейилиду.
Баянатта ейтилишичә, бу хилдики “ятақлиқ мәктәп” ләргә орунлаштурулған уйғур балилириниң ата-аниси лагерларға қамалған яки чәтәлләргә чиқип кәткән болғачқа, хитай һөкүмити бу балиларни дарилетамларға вә ятақлиқ мәктәпләргә топлиған. Андин бу җайларда уларға хитайчә тил вә мәдәнийәт сиңдүрүлгән. Техиму муһими, хитай һөкүмити йеқиндин буян бу хилдики ятақлиқ мәктәпләрни зор дәриҗидә көпәйтиватқан болуп, буниң әксичә оттуриға чиқиватқан йәнә бир һадисә уйғур тилидики мәктәпләрниң зор көләмдә тақилиши болған.