Америка муавин президенти “курд ишчилар партийәси” ниң түркийәгә тәһдит икәнликини ейтти
2016.01.24
Түркийәдә зиярәттә болуватқан америка муавин президенти җов байдин “курд ишчилар партийәси” (PKK) ни “опочуқ террор гурупписи” дәп әйиблиди вә униң ислам дөлити тәшкилатиға охшашла түркийәниң дөләт хәвпсизликигә тәһдит икәнликини ейтти.
У, бу сөзләрни 23 - январ түркийә баш министири әһмәт давутоғлу билән истанбулда көрүшкәндә уттуриға қойди вә террорлуққа қарши турушта техиму йеқиндин һәмкарлишидиғанлиқини билдүрди.
Җов байдин мундақ деди: “биз силәр билән шуниңға қошулумизки, ‛даиш‚, ‛ курд ишчилар партийәси ‚, ‛алнусра‚, қатарлиқлар қилмишлири түпәйли һәқиқий террор гуруппилиридур.”
“курд ишчилар партийәси” (PKK) америка, явропа иттипақи қатарлиқлар тәрипидин террор тәшкилати дәп әнгә елинған болуп, мәзкур тәшкилат йеқиндин буян түрк қораллиқ күчлиригә қаритилған һуҗумларни күчәйткән иди.
Бу һәқтә тохталған җов байдин “даиш” түркийәгә сиртқи тәһдит болса, “курд ишчилар партийәси” (PKK) ниң түркийәгә охшашла тәһдит икәнликини билдүрди.
У мундақ деди: “улар опочуқ бир террор гурупписи вә уларниң изчил шуғуллинип келиватқини һәқиқәт қәбиһдур.”
Түрк баш министири давутоғлуму әнқәрә даирилириниң “даиш”, “әлнусра” “курд ишчилар партийәси” (PKK) қатарлиқларни пүтүләй охшаш, дәп қарайдиғанлиқини алаһидә тәкитлиди.
Түркийә “курд ишчилар партийәси” - (PKK) вә “даиш” қа қариши америка билән охшаш мәвқәдә болсиму, әмма америкиниң сүрийә чеграси ичидики курд қораллиқ тәшкилати - “хәлқ қоғдиниш қисми” йәни (YPG) билән болған һәмкарлиқидин әнсирәйдикән.
Хәвәрләрдә көрситишичә, түркийә “хәлқ қоғдиниш қисми” ни “курд ишчилар партийәси” ниң бир қисми дәп қарайдикән.