Америка ташқи ишлар министири җәвһәр илһамға илһам бәрди
2024.07.11
Америка ташқи ишлар министири антони билинкен йеқинда уйғур паалийәтчи җәвһәр илһам билән көрүшкән һәмдә униң дадисини азадлиққа елип чиқиш йолидики күрәшлиригә зор илһам бәргән.
Җәвһәрниң 10-июлда X тә йоллиған учурлиридин мәлум болушичә, антони билинкен униңдин дадисиниң йеқинқи әһвалини сориған. Учришишта җәвһәр дадисиниң көплигән бигунаһ уйғурларға охшаш изчил қамақта икәнлики һәмдә өзиниң бу җәһәттики паалийәтлири тоғрисида қисқичә мәлумат бәргән. У бу һәқтә йоллиған учурида “дадам вә милйонлиған уйғур әркинликкә еришкүчә хитай һөкүмитиниң җавабкарлиқини сүрүштә қилиш йолидики тиришчанлиқимни давам қилимән” дегән. Мәлум болушичә, у буниңдин илгириму, йәни 2019-йили июлда сабиқ америка пирезиденти доналд трамп билән ақ сарайда көрүшкән һәмдә дадисиниң әһвалини йәткүзгән иди.
Америка һөкүмити билән хитай оттурисидики сүркилишниң чоңқурлишишиға әгишип уйғурлар мәсилисиниң икки тәрәп сөһбитидики назук темилардин болуп қеливатқанлиқи мәлум. 2024-Йили апрелда, америка ташқи ишлар министири антони билинкен хитай зиярити һарписида хитай һөкүмитини “ирқий қирғинчилиқ, инсанийәткә қарши җинайәт, мәҗбурий әмгәк вә башқа кишилик һоқуқ дәпсәндичиликини давам қилдурмақта” дәп көрсәткәниди.
Антони билинкенниң бу қетим җәвһәм илһам билән көрүшкәнлики һәққидики учур көп қетим һәмбәһирләнгән. Шуниңдәк җәвһәрни тонуйдиған нурғун кишиләр бу учришишни алқишлиған.