Италийә хитайниң “бир бәлбағ бир йол” қурулушидин айрилидиғанлиқини билдүргән

Вашингтондин мухбиримиз уйғар тәйярлиди
2023.12.06

Италийә һөкүмәт даирилириниң ейтишичә, италийә хитайниң муһим сода вә ул әслиһә түри болған “бир бәлбағ вә бир йол” қурулушидин чекинип чиққанлиқини рәсмий уқтурған.

Ройтерис (Reuters) агентлиқиниң 2023-йили 12-айниң 6-күндики хәвиридин мәлум болушичә, италийәниң бу қарари үч күн илгири дөләт мәктуби арқилиқ бейҗиңға йәткүзгән, лекин икки тәрәп бу тоғрулуқ рәсмий сөзләшмигән.

Италийә баш министири гиоргя мелони (Giorgia Meloni) узундин буян бу түрни тәнқид қилип кәлгән һәмдә бу қурулуштин чекинишни халайдиғанлиқини билдүргән иди. Нурғун кишиләр хитайниң “бир бәлбағ бир йол” қурулушидин пайдилинип өзиниң сиясий вә иқтисадий тәсир күчини явропа дөләтлиригә қәдәр йейишни мәқсәт қиливатқанлиқини, италийәдәк дөләтләр үчүн хитайниң бу қурулушиниң буниң һечқандақ пайдиси йоқлуқини илгири сүрүп кәлмәктә иди.

Мухбирлар, италийә баш министири гиоргия мелониниң ишханисидин италийәниң немә сәвәбтин хитайниң “бир бәлбағ бир йол” қурулушидин чекинип чиққанлиқи тоғрисида соал сориған болсиму, әмма италийә тәрәп буниңға җаваб бәрмигән. Хитайму бу тоғрулуқ һечқандақ инкас қайтурмиған.

Италийәдики бир һөкүмәт әмәлдари ройтерис агентлиқиға мундақ дегән: “биз һазир ‛бир бәлбағ вә бир йол‚ қурулушиниң бир парчиси болмисақму, әмма хитай билән болған яхши мунасивәтни давамлаштурушни халаймиз.”

2019-Йили италийә һөкүмити американиң агаһландурушиға қаримай, хитайниң “бир бәлбағ бир йол” қурулушиға қатнашқан ғәрбтики тунҗи дөләт болуп қалған иди.

Италийә билән хитай арисида келишилгән “бир бәлбағ бир йол” һәққидики келишим 2019-йили имзаланған болуп, келишимниң вақти 2024-йили 3-айда тошидикән. Италийә һөкүмәт мәнбәлириниң билдүрүшичә, италийә тәрәп буниңдин 3 күн бурун хитайға дөләт мәктуби әвәтип, хитай билән болған “бир бәлбағ бир йол” қурулуши келишимни йеңилимайдиғанлиқини уқтурған.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.