Шаңхәйдә өткүзүлгән бокс мусабиқисидә уйғур маһири зулпиқар нәтиҗә яратти

Мухбиримиз үмидвар
2016.01.31


30 - январ күни шаңхәй шәһиридә өткүзүлгән бир бокс мусабиқисидә йеңидин йетишип чиққан бокс маһири зулпиқар муһәммәдели бир қанчә мәйдан ғәлибини қолға кәлтүргән.

Уйғур тилидики үндидар қатарлиқ аммиви таратқулардики тәпсилатларға қариғанда, 2016 - йили 30 - январ кәчтә шаңхәй шәһиридики“доңфаң” тәнтәрбийә мәркизидә өткүзүлгән бир хәлқаралиқ бокс алаһидә һәптиликигә қатнашқан уйғур маһири зулпиқар уда төт қетим ғәлибә қилғандин кейин, йәнә австралийәлик риқабәтчисини йеңип нәтиҗә қазанған.

Мусабиқиниң нәқ мәйдан син алғу көрүнүшидин қариғанда мәзкур икки маһирниң елишиши наһайити кәскин болған болуп, зулпиқар риқабәтчисини мусабиқиниң үчинчи айланмисида техникилиқ җәһәттин уруп йиқитип, ғәлибә қилған. Мусабиқә нәтиҗиси елан қилинғанда уйғур маһири билән австралийилик маһири қучақлишип, сәмимий достлуқ кәйпиятини намайән қилип биргә сүрәткә чүшкән.

Диққәтни тартқан йери зулпиқар муһәммәдели вә униң гурупписи учисиға әтләстин тикилгән мәхсус тәнтәрбийә кийимлири, бешиға доппа кийип, мусабиқә мәйданида өзлирини намайән қилған.

Зулпиқар муһәммәдели 2015 - йили 4 - айда бейҗиңда өткүзүлгән бир хәлқаралиқ бокс мусабиқисидә тайландлиқ риқабәтчисини йәңгән вә иккинчилиқ орунни игилигән.

“нур тори” да елан қилинған мәхсус тәпсилатта баян қилинишичә, зулпиқар муһәммәдели 1994 - йилии мәкит наһийисидә бокс мәшқавули аилисидә дуняға кәлгән икән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.