Америка дөләт мәҗлиси әзалири хитай һөкүмитигә бағлинидиған CATL ширкитини “қара тизимлик” кә киргүзүшни тәләп қилған

Вашингтондин мухбиримиз ирадә тәйярлиди
2024.08.29

Американиң җумһурийәтчиләр партийәсидин болған кеңәш палата әзаси марко рубийо вә авам палата әзаси җон муллинир (Rep. John Moolenaar) Хитайниң CATL, йәни “ниңде йеңи енергийә тәрәққият чәклик ширкити” ни америка дөләт мудапиә министирлиқиниң сода қара тизимликигә қошушни тәләп қилған.

Мәҗлис әзалириниң америка дөләт мудапиә министири лойд остинға әвәткән очуқ хетидин қариғанда, юқириқи бу ширкәт хитайдики асаслиқ батарейә ишләпчиқарғучиларниң бири болуп, униң хитай армийәси билән қоюқ мунасивити бар икән.

Мәҗлис әзалири марко рубийо вә җон муллинир хетидә, хитай армийәси вә һөкүмити билән қоюқ алақиси болған бу ширкәтни қара тизимликкә елиш арқилиқ, уларниң америка һөкүмәт органлири һәмдә униңға мунасивәтлик орунлар билән тохтамлишиши, шундақла йәниму көп америка ширкәтлириниң улар билән һәмкарлишишиниң алди елиши лазимлиқини тәкитлигән.

Ройтерс агентлиқиниң хәвиридә дейилишичә, американиң дук енергийә (Duke Energy) ширкити хитайниң “ниңде йеңи енергийә тәрәққият чәклик ширкити” ишләпчиқарған батарейәләрни американиң әң чоң деңиз армийәси қуруқлуқта уруш қилиш базисиниң биридики қурулуш түридә ишләтмәкчи болған, бирақ улар бу пиланини 2-айда дөләт мәҗлиси әзалириниң бесими астида вақитлиқ тохтитип турған икән.

Марко рубийо вә җон муллинир америка ширкәтлириниң юқириқи бу хитай ширкити билән болған һәмкарлиқиға болған әндишилирини тилға елип, америка мудапиә министирлиқини дәрһал һәрикәткә өтүшкә чақирған.

Америка һөкүмити бу йил 2-айда хитайниң компютер өзики, сүний әқил, көчмә хәвәрлишиш қатарлиқ саһәлиригә тақишидиған онға йеқин ширкитини дөләт бихәтәрликини нәзәрдә тутуп қара тизимликкә алған иди.

Ройтерс агентлиқиниң дейишичә, “ниңде йеңи енергийә тәрәққият чәклик ширкити” америка дөләт мәҗлиси әзалириниң әйибләшлирини “асассиз” дәп рәт қилған вә өзлириниң ширкитиниң хитай һөкүмити тәрипидин “контрол қилинмайдиғанлиқи” ни илгири сүргән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.