Америка дөләт мәҗлисиниң гуваһлиқ йиғинида уйғурлар мәсилиси оттуриға қоюлди
Америка дөләт мәҗлиси вә һөкүмитиниң хитай ишлири комитетиниң пәйшәнбә күни өткүзүлгән бир гуваһлиқ бериш йиғинида хитайниң йүзмиңлиған уйғурни “йепиқ тәрбийәләш лагерлири” ға қамаш мәсилиси оттуриға қоюлуп, америкиниң хитайға қарши тәдбир қоллиниши тәләп қилинди.
Йиғинда там лантос кишилик һоқуқ вә адаләт фондиниң рәиси катерин лантос свет гуваһлиқ берип, хитайниң “йепиқ тәрбийәләш лагерлири” ни “2-дуня урушидин кейинки заманиви дәврдә аз санлиқ милләтләрни әң кәң көләмлик қамаш һәрикити. Бу һәқиқәтән чөчүтәрлик дәриҗидә қорқунчлуқ” деди. Катерин лантос светниң тәкитлишичә, бу лагерлар техиму кәң даирилик бир мәсилини йорутуп беридикән.
У, кишиләрниң һазирға қәдәр хитайға һәммә саһәләрдә йол қоюп кәлгәнлики, бу униң һазирқидәк пәрвасиз һалға елип барғанлиқини билдүрүп, униңға бундақ йол қоюшниң “әхлақий җәһәттин хата болупла қалмай, хәтәрлик” икәнликини агаһландурди.
“дигитал диктаторилиқ вә сөз әркинликигә болған хәлқаралиқ тәһдит” намлиқ мәзкур гуваһлиқ бериш йиғинини хитай ишлири комитетиниң қош рәиси, авам палата әзаси кристофир симит билән кеңәш палата әзаси марку рубио чақирған.
Йиғинда йәнә әркинлик сарийиниң алий дәриҗилик тәтқиқатчиси сара кук, австралийә чарлиз стурт университетиниң профессори, “тимтас ишғалийәт” намлиқ китабниң аптори клив хамилтон гуваһлиқ бәргән. Катерин лантос свет 19-апрел күни д у қ ниң алий рәһбири рабийә қадир ханим билән хитайниң вашингтондики әлчиханиси алдида ахбарат йиғини өткүзгән.
У ахбарат йиғинида хитайни “йепиқ тәрбийәләш лагерлири” дики тутқунларни дәрһал қоюп беришкә чақирған иди. У гуваһлиқ бериш йиғинида авам палата әзаси кристофир симитниң ахбарат йиғини һәққидики соалиға җаваб бәргәндә юқириқи сөзләрни қилди. У йәнә, “әгәр биз хитайға қарши турмисақ, у кишилик һоқуқ, демократийә, учур әркинликигә алақидар хәлқара өлчәмләрни аяқ-асти қилиду” деди.