Хитай дуня сәһийә тәшкилатиниң корона вирусиниң мәнбәсини тәкшүрүш тәлипини рәт қилған

Мухбиримиз әркин
2020.05.01

Хитай һөкүмити дуня сәһийә тәшкилатиниң вухәндә партлиған корона вируси юқуминиң мәнбәсини тәкшүрүш тәлипини рәт қилған. Дуня сәһийә тәшкилатиниң билдүрүшичә, нөвәттә хитай мәзкур вирусниң келип чиқиш мәнбәсини өзи тәкшүрүшкә башлиған болсиму, лекин у дуня сәһийә тәшкилатиниң тәкшүрүшкә қатнишишини тосқан. Корона вируси өткән йили 12-айда байқалған болсиму, лекин у юқумни бир мәзгил йошуруп, униң дуняви юқумға айлинишини кәлтүрүп чиқарғанлиқи билдүрүлмәктә.

Хитайниң һәрикити вирусниң мәнбәсигә даир һәр хил гуманларни пәйда қилғаниди. Дуня сәһийә тәшкилатиниң хитайда турушлуқ вәкили гавден галениң “асман хәвәрлири” (Sky News) агентлиқиға билдүрүшичә, дуня сәһийә тәшкилати тәкшүрүшкә қатнишишни қайта-қайта тәләп қилған болсиму, лекин буниң һечқандақ пайдиси болмиған. У; “биз дөләтниң тәкшүрүш елип бериливатқанлиқини билимиз. Лекин һазирқи басқучта униңға қатнишишқа тәклип қилинмидуқ” дегән.

Униң тәкитлишичә, буниңда вирусниң келип чиқиш мәнбәси шундақла һайванлар билән адәмләрниң учришиши интайин муһим болуп, уни тәтқиқ қилиш зөрүр икән. Хитайниң дуня сәһийә тәшкилатиниң тәкшүрүшкә қатнишишини рәт қилиш сәвәби мәлум болмисиму, лекин бу вирусниң тарқилиш мәнбәсигә болған гуманларни техиму күчәйтмәктә. Гавден гале хитайниң дуня сәһийә тәшкилатини тәкшүрүшкә қатнаштурмаслиқиға бирәр орунлуқ сәвәби бар-йоқлуқи һәққидики соалға “бизниң нәзиримиздә орунлуқ сәвәб йоқ” дегән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.