Америка баш әлчиси никулас бурнс әкбәр әсәтниң қоюп берилишини тәләп қилған
2025.01.07
Америкиниң хитайда турушлуқ баш әлчиси никулас бурнис 1-айниң 4-күни әкбәр әсәтниң туғулған күни мунасивити билән X да чақириқ елан қилип, хитай һөкүмитидин уни шәртсиз қоюп беришни тәләп қилған.
Чақириқта мундақ дейилгән: “әкбәр әсәт бүгүн өзиниң 40 яшқа киргән туғулған күнини шинҗаңдики түрмидә өткүзмәктә, у 8 йилдин артуқ вақиттин бери түрмидә наһәқ қамилип ятмақта. Мән хитай коммунист һөкүмитини уни вә униңға охшаш халиғанчә тутқун қилинип, наһәқ қамалған кишиләрни дәрһал һәм шәртсиз қоюп беришкә чақиримән”.
Униңдин башқа, америка дөләт мәҗлиси кеңәш палата әзаси крис ван һоллен (Chris Van Hollen) му X да йоллиған учурида әкбәр әсәтниң қоюп берилишини тәләп қилип: “әкбәр әсәтниң хитайда адаләтсизләрчә қамалғиниға 9 йилға йеқин болуп қалди, у пәқәт уйғур болғанлиқи һәм америка ташқи ишлар министирлиқи пирограммисиға қатнашқанлиқи сәвәбидин зәрбигә учриди. У әмди өзиниң һәр бир күнини, болупму туғулған күнини түрмидә ялғуз өткүзмәслики керәк, у чоқум қоюп берилиши керәк” дәп язған.
Уйғур елидики иҗтимаий алақә тор башқурғучиси әкбәр әсәт 2016-йили 2-айда америка ташқи ишлар министирлиқи тәшкилләп келиватқан “хәлқара зиярәтчиләрни тәрбийәләш рәһбәрлик пирограммиси” ға қатнишип, үрүмчигә қайтип барғандин кейин тутқун қилинған болуп, 2020-йилниң бешида 15 йиллиқ кесиветилгәнлики ашкариланғаниди.
Америка ташқи ишлар министирлиқи, б д т кишилик һоқуқ органлири вә башқа тәшкилатлар әкбәр әсәт, гүлшән аббас қатарлиқларниң тәқдиригә изчил көңүл бөлүп кәлмәктә. 2023-Йил 4-айда американиң хитайда турушлуқ баш әлчиси николас бурнс әкбәр әсәтниң хитай даирилири тәрипидин тутқун қилинғанлиқиниң 7 йиллиқи мунасивити билән твиттерда чақириқ елан қилип, әкбәр әсәт вә башқа мәһбусларни қоюп беришни тәләп қилғаниди.