Елисә андерсон ханим аркансас университетида “уйғур муқаминиң хитайға қарши туруштики символлуқ роли” темисида лексийә бәрмәкчи
2017.04.18
Америкилиқ музика тәтқиқатчиси, индиана университетиниң фолклор вә музика кәспидики доктур кандидати елисә андерсон ханим 20-април күни аркансас университетида “уйғур муқаминиң хитайға қарши туруштики симоволлуқ роли” дегән темида лексийә бәрмәкчи.
Аркансас университетниң мәктәп торида 17-апрел елан қилинған бу һәқтики хәвәрдин мәлум болушичә, хитай һөкүмити хәлқара терроризмға қарши һәрикәттин пайдилинип, уйғур районини терроризмниң увиси қилип көрситиш арқилиқ уйғурларға қарита бастуруш вә иҗтимаий контрол қилиш сиясити йүргүзүватқан икән.Шуниң билән бир вақитта, хитай һөкүмити һәтта өзиниң қанунлирида қоғдалған уйғур тилиниму йилтизидин йоқутушқа урунуватқан икән. Әмма хитай һөкүмити уйғур мәдәнийитиниң муһим бир қисми болған уйғур музика сәнитини өзи үчүн хизмәт қилдуруш мәқситидә раваҗландуруватқан икән.
“йоутубе” қатарлиқ иҗтимаий таратқулардики учурлардин мәлум болушичә елисә андерсон ханим 2014-йили 12-ай мәзгилидә үрүмчидә өткүзүлгән “йипәк йоли садаси” намидики нахша мусабиқисигә қатнишип, уйғурлар арисида “назакәт” нами билән тонулған. Елисә ханим әйни чағда өзиниң 2004-йили уйғур дияриға тунҗи қетим кәлгинидила уйғурларниң йүрүшлүк классик музикиси болған 12 муқамға қизиқип қалғанлиқи вә муқам иштияқи сәвәблик үрүмчидики сәнәт институтида мәхсус уйғур тили вә уйғур муқамини өгәнгәнликини билдүргән.