Ташқи ишлар вәзири дейвид ламий хитай зияритидә “уйғур қирғинчилиқи” ни оттуриға қоюшқа чақирилди

Вашингтондин мухбиримиз әзиз тәйярлиди
2024.10.09

Әнглийә ташқи ишлар вәзири дейвид ламий (David Lammy) кейинки һәптидә хитай зияритигә баридиған болуп, зиярәт һарписида һәр саһә кишилириниң уйғур қирғинчилиқини оттуриға қоюш һәққидики чақириқлириға дуч кәлди.

“күндилик почта” гезитиниң 9-өктәбирдики хәвиридә ейтилишичә, әмгәкчиләр партийәсидин болған дейвид ламий 2024-йили июлдики омумий сайламда йеңип чиқиштин илгири “навада биз сайламда йәңсәк уйғур қирғинчилиқини рәсмий җакарлаймиз” дегәникән.

Бу қетим әнглийәдики асаслиқ партийәләрдин болған консерватиплар партийәсиниң әзалири униң әйни вақитта баш вәзир намзати болған кер стармер (Keir Starmer) билән бирликтә “сайламда йәңсәк әнглийә-хитай мунасивитигә қайтидин қарап чиқимиз, шуниңдәк шинҗаңда болуватқан ишларниң қирғинчилиқ икәнликини елан қилимиз” дәп вәдә бәргәнликини әскәрткән. Консерватиплар партийәсиниң сабиқ йетәкчилиридин иан дункан симис (Iain Duncan Smith) йиллардин буян уйғур қирғинчилиқи һәққидә әң күчлүк сөз қиливатқан сиясийонлардин бири болуш сүпитидә, “дейвид ламий үчүн кейинки һәптилик зиярәт әмгәкчиләр партийәсиниң уйғур қирғинчилиқи һәққидики вәдисини әмәлгә ашурушиниң әң яхши пурсити” дегән.

Әнглийә ахбарат саһәсиниң билдүрүшичә, дейвид ламий нөвәттә хитай билән болидиған мунасивәтни тәңшәшни баш вәзипә қилғанлиқи үчүн, әйни вақиттики уйғур қирғинчилиқи һәққидә бәргән вәдисини әмәлгә ашурушта бәкму чоң тил қисинчилиқиға дуч кәлгән. У бу һәқтә сөз қилип “биз һәр икки тәрәп қошулмайдиған мәсилиләрдә ениқ ипадә билдүримиз. Хитай билән болған мунасивитимиз хирис, риқабәт вә һәмкарлиқ асасида бәрпа қилиниду” дегән.

Мәлум болушичә, дейвид ламий илгири хитай ташқи ишлар министири ваң йи билән учрашқан болуп, сөһбәт җәрянида уйғурлар мәсилисини оттуриға қойғаникән. Әнглийә парламенти 2021-йили апрелда уйғур ирқий қирғинчилиқи һәққидә рәсмий қарар алған болсиму, әнглийә һөкүмити бу мәсилидә изчил сүкүт қилип кәлмәктә.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.