Әркинлик сарийи американиң хитайға тәйинләнгән йеңи баш әлчисигә чақириқ елан қилди

Мухбиримиз ирадә
2017.05.23

Хәлқаралиқ кишилик һоқуқ оргини болған әркинлик сарийи сәйшәнбә күни баянат елан қилип, американиң хитайға тәйинләнгән йеңи баш әлчисини хитайдики кишилик һоқуқ мәсилилиригә әһмийәт беришкә чақирди.

22-Май күни америка дөләт мәҗлиси илгири айова штатиниң штат башлиқи вәзиписини атқурған террий брандстәндни американиң хитайда турушлуқ баш әлчиси қилип тәйинләшни қарарлаштурған. Бу мунасивәт билән әркинлик сарийи дәрһал баянат елан қилип, униң американиң әң муһим вә шундақла әң риқабәткә толған дипломатийилик орунға тәйинләнгәнликини тәбрикләш билән биргә, өз мәсулийәтлириниму әслитип өтти.

Әркинлик сарийи башлиқи майкил абрамовитз баянаттики сөзидә мундақ дегән: “баш әлчи брандстанд хитайға йолға чиқиштин бурун чоқум америкидики хитай иҗтимаий тәшкилатлар вәкиллири, зиянкәшликкә учриғучилар вә сиясий мәһбусларниң аилә-тавабиатлири қатарлиқ униң хитайниң диктатор түзүминиң қараңғу йүзи билән көпрәк тонушушиға ярдәм қилалайдиған кишиләр билән учришиши керәк. Бу учришиш хитай һөкүмитигиму америка-хитай мунасивәтлиридә кишилик һоқуқ муһим орунда туриду, дегән сигнални бериду”.

Мәлум болушичә, террий брандстандниң баш әлчилик вәзиписи дөләт мәҗлисидә 13 кә қарши 82 аваз билән қарарлаштурулған болуп, у қарар йиғинида қилған сөзидә, әгәр баш әлчиликкә тәйинләнгән тәқдирдә, өзиниң хитай рәһбәрлири вә хәлқи алдида американиң қиммәт қаришиниң яхши бир вәкили болуш үчүн хизмәт қилидиғанлиқини вә буниң һәммә кишиниң кишилик һоқуқтин бәһримән болуш һоқуқиға игә икәнликиниму өз ичигә алидиғанлиқини әскәрткән икән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.