Фатах әмәлдари: “шинҗаңдики гүлләнгән һаят ғәрбниң хитайға қилған төһмитиниң хата икәнликини испатлиди”

Вашингтондин мухбиримиз уйғар тәйярлиди
2024.10.16

Шинхуа агентлиқиниң 10-айниң 16-күнидики хәвиридә көрситилишичә, пәләстин миллий азадлиқ һәрикити, йәни фатах инқилаби комитети әзаси бассам закарниһ (Bassam Zakarneh) “шинҗаңдики гүлләнгән һаят ғәрбниң хитайға қилған төһмитиниң хата икәнликини испатлиди” дегән.

Бассам закарниһ хитайниң “шинҗаң уйғур аптоном районидики кишиләрниң турмушиниң яхши икәнлики” ни вә ғәрбниң хитайниң “шинҗаң” сияситигә қаратқан “төһмәтлириниң қайил қиларлиқ әмәслики” ни көрсәткән.

 Фатахниң мәзкур юқири дәриҗилик әмәлдари бассам закарниһ бу сөзләрни шинхуа агентлиқиниң зияритини қобул қилғанда ейтқан. У йәнә мундақ дегән: “бу райондики һәр милләт хәлқи инақ яшайдикән вә бир-бирини наһайити һөрмәт қилидикән”.

Бассам закарниһ сөзидә хитай һөкүмитиниң уйғурларға қаратқан сияситини ирқий қирғинчилиқ вә инсанийәткә қарши җинайәт дәп әйиблигән америка вә башқа ғәрб мәмликәтлирини тәнқид қилип, хитай билән бирдәк мәйданини ипадә қилип: “мән йеқинда шинҗаңға зиярәткә бардим, шинҗаңдики һәр милләт хәлқи бәхтияр һаят ичидә диний етиқад әркинликидин толуқ бәһримән болуватиду. Америка вә башқа ғәрб дөләтлириниң шинҗаң сияситини баһанә қилип хитайға қара чаплишиниң асаси йоқ”.

Йеқинда пәләстин рәһбири ясир арафат қурған фатах, йәни пәләстин миллий азадлиқ һәрикити инқилаби комитети вә пәләстин хәлқ күрәш фиронти қатарлиқ әрәб дөләтлири сиясий партийәлиридин тәшкилләнгән вәкилләр тәкшүрүш өмики уйғур елигә тәклип қилинған вә ма шиңрүй уларни үрүмчидә күтүвалған. Ма шиңрүй өмәк әзалири билән сөһбәт өткүзгәндә уларға мундақ дегән: “бу өмәктикиләрниң зиярәт вә екскурсийәлири давамида шинҗаңниң әһвалини чоқум техиму әтраплиқ вә чоңқур чүшинип, хәлқара җәмийәткә тинч-инақ, һаятий күчкә толған гүзәл шинҗаң һекайисини сөзләп беришини қарши алимиз”.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.