Майк галагер: “BGI хитай армийәси билән бирлишип уйғурлар гениниң кесәлгә қарши иқтидарини тәтқиқ қилған”

Вашингтондин мухбиримиз әркин тәйярлиди
2024.03.08

Америка авам палата әзаси, авам палатасиниң хитай истиратегийәлик риқабәт алаһидә комитетиниң рәиси майк галлагер бу комитетниң 7-март күни өткүзүлгән бир қетимлиқ гуваһлиқ йиғинида, хитайдики әң чоң ген тәтқиқат орунлириниң бири болған бейҗиң ген иниститути (BGI)ниң хитай армийәси билән бирлишип, уйғурлар гениниң кесәлгә тақабил туруштики иммунт иқтидари үстидин бирләшмә тәтқиқат елип барғанлиқини билдүргән.

Бейҗиң ген тәтқиқат институти илгири хитай һөкүмитиниң уйғур ген амбири қуруп, уйғурларни бастурушта уларниң DNA учурлиридин пайдилинишиға ярдәм бериш билән әйиблинип кәлгән. Илгири йәнә хитай армийәси теббий тәтқиқат орунлириниң уйғур аяллириниң ген алаһидиликлирини тәтқиқ қилғанлиқиға аит хәвәрләр берилгән иди.

Мәлум болушичә, майк галлагер америка авам палатаси хитай истиратегийәлик риқабәт алаһидә комитетиниң 7-март өткүзүлгән “био-иқтисад вә америка дөләт хәвпсизлики” намлиқ гуваһлиқ йиғинида юқириқи агаһландурушни бәргән.

Майк галлагер мундақ дегән: “бейҗиң ген институти хитай компартийәсиниң DNA амбири қурушиға ярдәм бәргән. Шундақла бу ширкәт (хитай) хәлқ азадлиқ армийәси билән бирликтә уйғур мусулманлириниң кесәлгә тақабил туруш ген алаһидиликини билиш үчүн бирләшмә тәтқиқат елип барған.”

Майк галлагерниң ейтишичә, америка дөләт мудапийә министирлиқи бейҗиң ген институтини “һәрбий кархана” дәп бекиткән, шундақла америка сода министирлиқи бу ширкәтниң дәпсәндичилик характерлик DNA әвришкилирини топлиши вә буни шинҗаңдики аһалиләрни бастурушта қоллинишқа ярдәм бериши сәвәбидин ‍ембарго қойған икән.

Хитай һөкүмитиниң 2016-йили уйғур диярида елип барған кәң көләмлик мәҗбури омумий хәлқ саламәтлик тәкшүрүш һәрикитиниң кейинрәк уйғурларниң DNA амбирини қуруш мәқситидә елип берилғанлиқи мәлум болған. Һалбуки, майк галлгер гуваһлиқ йиғинида қилған сөзидә бейҗиң ген институтиниң хитай армийәси билән қандақ мәқсәттә бу тәтқиқатни елип барғанлиқи вә бу тәтқиқатниң қандақ нәтиҗә билән ахирлашқанлиқиға чүшәнчә бәрмигән. Америка био-технологийә бихәтәрлик саһәсидики мутәхәссисләрниң гуваһлиқ йиғинида қәйт қилишичә, нөвәттә хитай американиң био-технологийә саһәсидики ‍үстүнлүкигә җиддий хирис пәйда қилмақта икән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.