Гәнсуда йәр тәврәп, 127 адәм өлгән
2023.12.19
12-Айниң 19-күни кечидә гәнсу өлкисидә 6.2 Бал йәр йәр тәврәп, аз дегәндә 127 адәм өлгән, 700 адәм яриланған. BBC Ториниң бу һәқтә бәргән хәвиригә қариғанда, туңган мусулманлири бир қәдәр көп җайлашқан гәнсудики йәр тәврәш гәнсу өлкисидин һалқип, чиңхәй өлкисигә қәдәр тәсир көрсәткән. Уйғур райониниң гәнсуға чеградаш җайлиридиму 5.5 Бал йәр тәвригән.
Хитайниң “шинхуа агентлиқи” атуш шәһиридиму 5.5 Бал йәр тәвригәнлики һәққидә хәвәр бәргән болуп, “һазирчә өлүм-йетим, ярилиниш яки мал-мүлүкниң зиян-зәхмәткә учриғанлиқи тоғрулуқ мәлумат йоқ” дейилгән.
Хитай таратқулириниң мәлуматиға асасланғанда, гәнсудики йәр тәврәш хитайда 2014-йилдин буян өлүм-йетим көп көрүлгән бир қетимлиқ апәт икән. Хитай компартийәси баш секретари ши җинпиң гәнсудики йәр тәврәштә апәткә учриғанларни җиддий қутқузуш, яридарларни давалаш, зиянни азайтиш һәққидә йолйоруқ бәргән. Һалбуки қошна районлар, җүмлидин уйғур районида йүз бәргән йәр тәврәш вә униң алдини елиш тоғрулуқ гәп қилмиған. Нөвәттә, уйғур райониниң бу йәр тәврәшниң тәсиригә қанчилик учриғанлиқи вә йүз бәргән һадисиләр һәққидә ениқ мәлумат йоқ.