Хитай парахоти билән соқушуп кәткән иран парахоти чөккән
2018.01.14
1-Айниң 6-күни бир хитай йүк парахоти билән соқушуп кетип от кәткән иранға тәвә “санчи” намлиқ нефит тошуш парахоти бир һәптә көйгәндин кейин бу йәкшәнбә күни чөкүп кәткән.
Мәзкур парахоттики кишиләрниң һечқайсисиниң һаятидин үмид қалмиған. Хәвәрләрдин мәлум болушичә, 32 адәмниң ичидә үч адәмниң җәсити байқалған иди.
Мәзкур май парахоти 136 миң тонна нефит қачилап, җәнуби корейәгә меңиш сәпиридә хитайниң чаңҗаң дәрясиниң деңизға қуюлуш еғизидин 160 деңиз мили нерида америкидин ашлиқ тошуп келиватқан хитай йүк парахоти билән соқушуп от кәткән иди. Хитай парахоти вәйран болмиған вә адәмләрму сақ қалған.
Б б с агентлиқиниң хәвәр қилишичә, бир һәптилик қутқузуш ишлириға японийә, җәнуби корейә, хитай қатарлиқ әлләрму қатнашқан. Әмма, иран тәрәп хитайниң қутқузуш ишлириға пассип муамилә қиливатқанлиқини тәнқид қилған. “әрәб хәвәрлири” гезитиниң йезишичә, пәйшәнбә күни иран сода-парахот хадимлири бирләшмиси хитай һөкүмитигә хәт йезип, хитай тәрәпниң от өчүрүш җәһәттә йетәрлик дәриҗидә һәмкарлашмиғанлиқини тәнқид қилған иди.
Мәзкур иран май парахотиниң көйүп кетиши 26 йилдин буянқи әң чоң парахот вәқәси һесаблинидикән. Нөвәттә мәзкур май парахотиниң чөкүши билән әтраптики деңиз су муһитиниң булғиниши келип чиққанлиқи, әтраптики бир қанчә йүз километир җайда белиқ тутушқа болмайдиғанлиқиға аит инкасларму оттуриға чиқмақта.
Мәзкур май парахотиниң көйүп чөкүши нәтиҗисидә шу әтраптики 10 квадрат километир деңиз йүзи май билән қапланған.