Голландийә парламенти хитайниң уйғурларға қиливатқан зулумини “ирқий қирғинчилиқ” дәп қобул қилди
2021.02.25
25-Феврал пәйшәнбә күни голландийә парламенти авазға қоюлған тәклип лайиһәсини мақуллап, уйғур мусулманлири учриған муамилиниң ирқий қирғинчилиққа баравәр икәнликини җакарлиди. Голландийә бу хил баянатни елан қилған тунҗи явропа дөлити болуп қалди.
Ройтерс агентлиқиниң хәвәр қилишичә тәклип лайиһәсидә мундақ дейилгән: “хитай һөкүмитиниң туғут чәкләшни мәқсәт қилған тәдбирлири вә җаза лагерлирини қуруштәк бир қатар һәрикәтлири бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң 260-номурлуқ қарари, йәни ‛ирқий қирғинчилиққа қарши туруш әһдинамиси‚ дики маддиларға мас келиду. Хитайдики уйғурларға ‛ирқий қирғинчилиқ‚ йүргүзүлүватиду.”
Бүгүн бу хәвәр дуняниң һәрқайси җайлиридики уйғурлар вә кишилик һоқуқ актиплирини хурсән қилди. Улар голландийә парламентниң бу қарарини қизғин қарши алидиғанлиқини билдүрүшти.
Дуня уйғур қурултийи бу һәқтики баянатида мундақ деди: “голландийә парламенти яврупада тунҗи болуп хитайниң уйғурларға қаратқан җинайитини ирқий қирғинчилиқ дәп етирап қилидиған тәклип лайиһәсини мақуллиди. Дуня уйғур қурултийи голландийә һөкүмитини бу лайиһәни өзләштүрүшкә вә хәлқара иттипақдашлири билән бирликтә мувапиқ тәдбир қоллинишқа чақиримиз.”
Дуня уйғур қурултийиниң баянатида йәнә: “голландийә парламенти яврупадики башқа дөләт парламентлириғиму муһим үлгә тикләп бәрди,” дейилгән.
Алдинқи күнләрдә канада парламентиму хитайниң уйғурларға йүргүзиватқан зулумлирини “ирқий қирғинчилиқ” дәп тонуған иди.